Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
2008.02.11
Хитайда өткүзүлидиған олимпик йетип келиш алдида, хәлқара кәчүрүм тәшкилати америка президенти җорҗ бошқа мәктуп йоллап, бушни олимпиктин илгири кишилик һоқоқини яхшилаш җәһәттә хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
Мәктупта, президент бушниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпики ечилиш мурасимиға қатнишиш тәклипини қобул қилғанлиқи вә бушниң президентлиқ салаһийити билән хитайға қилидиған ахирқи сәпири җәрянида кишилик һоқуқ мәсилисини бу нөвәтлик зияритиниң мәркизий нуқтиси қилиши керәклики тәкитлигән.
Мәктупта хитайдики кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш даирисиниң интайин кәң икәнлики көрситилип мундақ дейилгән: " һөрмәтлик президент әпәнди, хитайда кишилик һоқуқниң кәң даиридә дәпсәндә қиливатқанлиқи адәмниң көңлини ғәш қилиду."
Мәктупта йәнә, хитайда һазир 250 милйондәк адәмниң әмгәк билән тутуп тутуш орунлирида" сотниң һөкүмисиз тутуп турулуватқанлиқи вә миңлиған адәмләрниң динға мунасивәтлик вәһши вәйранчилиққа вә сияси бастурулушқа дуч келиватқанлиқи көрситилип, буларниң ичидә мусулманлар вә фалунгоңчиларму тилға елинған.
Мәктупта, хәлқара кәчүрүм тәшкилатниң иҗраийә директори ларий кокс әпәнди америка президенти бушни хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң һоқуқини қоғдаш, интернет әркинликини қоюветиш, әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилиш, өлүм җазасиға һөкүм қилинидиған җинайәт түрлирини азайтиш җәһәтләрдә хитай һөкүмитигә бесим ишлитишкә қистиди. Мәзкур тәшкилат бу мунасивәт билән бүгүн, бир қисим хәлқара тәшкилатлар билән бирликтә ақсарай алдида намайиш өткүзди.
Буш өткән йили 6- сентәбир күни австралийиниң сидней шәһиридә хитай президенти ху җинтавниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикигә қатнишиш тәклипини қобул қилған иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
- Олимпик комитети ахбарат әркинлики җәһәттә бәргән вәдисини ақлимиди
- Уйғур боксйор муһәммәд турсун олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишиш салаһийитигә еришти
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- " Әнглийә шаһзадиси чарлиз олимпик мурасимиға қатнашмайду "
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Голландийидики олимпик вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики йиғин хитайни биарам қилди
- Голландийә ташқи ишлар министирликиниң бейҗиң олимпикини байқут қилиш юмулақ үстәл йиғинида уйғур мәсилиси диққәтни тартти
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати : хитай өзиниң йеңи ахбарат бәлгилимисигә һөрмәт қилиш керәк
- Хәлқара сақчи: террорчилар бейҗиң олимпик йиғиниға һуҗум қилишни пиланлиған болуши мумкин