Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси хитай һөкүмитиниң бастуруш һәрикәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди


2008.03.17

Йәкшәнбә күни хәлқара олимпик комитетиниң рәиси җакус рогге мухбирларға хитай һөкүмитиниң һазир тибәт вә қошна районларда елип бериватқан бастуруш һәрикәтлиридин әндишиләнгәнликини, буниң бу йил язда бейҗиңда өткүзилидиған олимпик йиғини үчүн яман тәсир пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.

Бирләшмә агентлиқида нәқил қилинишичә, рогге өзиниң сайнт лусиотидики зиярити җәрянида мухбирларға: "биз интайин әндишиләндуқ. Комитетимиз шуни үмид қилидуки, бу хил әһвал пат йеқинда бесиққуси" дегән. У йәнә, тәбиәттики тоқунушқа қаза қилғанларниң аилә тавабиатлиридин сәммий һал сорайдиғанлиқини билдүргән.

Һалбуки, рогге шәнбә күни, тибәттә йүз бәргән зораванлиқ түпәйли олимпикни байқут қилишқа болмайдиғанлиқини, бундақ болғанда тәнһәрикәтчиләр үчүн адил болмайдиғанлиқини билдүргән иди.

10 - Марттин буян тибәт вә қошна районларда хитай һакимийитигә қарши мустәқиллиқ намайишлири давам етиватқан болуп, хитай армийиси вә тибәт раһиблири арисида бир қатар тоқунушлар йүз бәргән һәмдә тоқунуш җәрянида нурғун адәм яриланғандин башқа һазирға кәлгүчә 80 гә йеқин адәм өлгән болуп, буни тибәтләрниң роһани даһийси далай лама "мәдәнийәт қирғинчилиқи" дәп әйиблигән иди.

Гәрчә хитай һөкүмити бу йил авғустта бейҗиң өткүзилидиған 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпики билән өзиниң дөләт ичи вә сиртидики образини техиму юқири көрүшни мәқсәт қиливатқан болсиму, әмма бу нөвәт тибәттә йүз бәргән тоқунуш вә бастуруш хитайниң бу арзусиниң утуқлуқ әмәлгә ешишиға муәййән сәлбий тәсирләрни елип кәлмәктә. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.