Хитай өткүнчи һөкүмити хитапнамиси елан қилинди


2008.01.01

Чәтәлләрдики хитай демократлириниң тор бәтлириниң 2008 - йили 1 - январ хәвәрлиридин мәлум болушичә, хитайниң чәтәлдики демократлири, хитай өткүнчи һөкүмитиниң рәсмий қурулғанлиқини җакарлап, өзиниң хитапнамисини елан қилди. Хитай өткүнчи һөкүмити, чәтәлдики хитайларниң чегрисиз, иқтисадий мәнпәәтсиз тәшкилати, өткүнчи һөкүмәт хитай туприқиға йәрлишиштин бурун, әзаларға дөләт тәвәлики, кимлик, яш чәклимилири тәләп қилинмисиму, әмма чоқум хитай коммунистик партийисидин чекингән болуши шәрт қилинған.

Хитай өткүнчи һөкүмәт хитапнамисида, хитай өткүнчи һөкүмитиниң характери - хитайда коммунистик түзүмни бикар қилип, демократик ислаһат елип бериш шундақла һакимийәткә хәлқ игидарлиқ қилидиған сиясәтниң һәқиқий символи дәп көрситилгән.

Мәзкур хитапнамида йәнә, хитай коммунист һөкүмити хитай хәлқини сиясий һоқоқиға тайинип бастуруп контрол қиливатқан һакимийәт, хитай хәлқи алла бурунла сиясәт һәм мәдәнийәт җәһәттин қул қилинған.Хитайниң һазирқи әмәлийитиму испатлайдуки, хитайниң рәһбәрлик қатлими болса ичи ‏- ичидин чиригән, парихор қара қол гуруһ. Хитай компартийиси болса дәл бу қара қолларни тәрбийилигән һәм уларни қоғдайдиған әксичә хәлқниң мәнпәәти, барлиқ қануний һоқуқлирини дәпсәндә қилидиған қара сиясий күч дейилгән шундақла хитай өткүнчи һөкүмитиниң түп нишаниниң,хитайда барлиқ саһәләрдики һәқни қоғдиғучи аммини бирликкә кәлтүрүп, демократийә һәм кишилик һоқуққа тосалғулуқ қиливатқан барлиқ сиясий тосалғуларни сүпүрүп тазилаш дәп әскәртилгән.

Нөвәттә, хитай ичи һәм сиртидики өктичи, демократийичи күчләр барғанчә уюшуватқан болуп, хитай коммунистик партийисидин чекинип чиққучиларниң барғанчә көпийиватқанлиқи билдүрүлмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.