Қизил мәсчит вәқәси хитай - пакистан мунасивитигә зәрбә бәргән
Пакистандики"күндилик вақти" гезитиниң җүмә күнки санидин ашкарилинишичә, пакистан ички ишлар министири аптап хан шәрпониң хитай зияритидә, хитай җ х министири җав юңкаң пакстан пайтәхти исламабадтики қизил мәсчит талиплириниң хитай паһишиханисиға һуҗум қилип, 6 хитайни гөрүгә еливелиш вәқәсини оттуриға қойған вә аптап хан шәрподин пакистандики хитайларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишни тәләп қилған.
" Күндилик вақти" гезити, хитай җ х министириниң қизил мәсчит талиплирини " террорчилар "дәп атиғанлиқини вә пакистан һөкүмитидин бу "җинайәтчиләр " ни җазалашни тәләп қилғанлиқини язди. Хәвәрдә әскәртишичә, аптап хан шәрпо "пакистан,хитай пуқралири вә хитай органлириниң бихәтәрлики үчүн техиму җиддий тәдбир алиду " дәп вәдә бәргән.
Лекин хәвәрдә, "ички ишлар рминистиримизниң бу мәсилидә техиму җиддий тәдбир алалмайдиғанлиқи униңға аян иди " дәйду. Чүнки пакистан һөкүмити, бурун қәбилиләр районида бир хитай инженерни гөрүгә тутувалған абдулла мәсудни һазирғичә туталмиған вә пакистан хитайни қәдинас дост, дәп һесаблисиму, лекин балуҗистан өлкисидә хитай инженерлирини өлтүрүш вәқәси йүз бәргән.
"Күндилик вақти" гезити йәнә, президент мушәррәфниң қәбилиләр райони хитайниң ғәрбий өлкисидики уйғур "террорчилар"ға баш панаһ болуватқанлиқини тәкитлишигә қаримай, пакистандики өктичи сиясәтчиләрниң буни қәтий рәт қиливатқанлиқини шундақла америка уйғур җәмийити 2001 - йили мушәррәфниң пакистан лагиридики 19 нәпәр уйғурни йоқатқанлиқи вә уйғурларни хитайға өткүзүп бәргәнликигә нарази болуп хәт язғанлиқини ашкарилиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанниң юқири дәриҗилик әмәлдари террорлуққа қарши сөһбәт өткүзүш үчүн хитайға кәлди
- Пакистан-һиндистанларда тәбиәт һадисилиридә көплигән адәмләр қазаға учриди
- Пакистан талибан оқуғучилири тәрипидин гөрүгә елинған 6 хитай қоюп берилди
- Хитай -пакистан таш йоли үзүлүп қалди
- Хитай пакистандин уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтуруп беришини рәсми тәләп қилди
- Хитай, пакистан һөкүмитидин уйғур паалийәтчиләрни хитайға тапшуруп беришини тәләп қилди
- Хитай йеқинда пакистан билән аләм бошлуқи, маарип җәһәтләрдә 13 хил келишим имзалиди
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә