Америка кеңәш палатаси хитай товарлириға җазалаш характерлик таможна беҗи қоюш қануни чиқиридиғанлиқини агаһландурди
2006.09.15
Америка кеңәш палатасиниң икки әзаси хитай пули ислаһатиниң қәдими астилиқини сәвәб қилип, хитай товарлириға таможна беҗи қоюш қанун лайиһиси сунидиғанлиқини агаһландурди.
Кеңәш палата әзаси чарлиз шумир вә линдсей граһамларниң әскәртишичә, улар кеңәш палатасиға хитайниң импорт товарлиридин 5.27 Пирсәнт таможна беҗи елиш қанун лайиһиси сунушқа тәйярланмақтикән. Улар бу агаһландурушни америка малийә министири паулсенниң келәр һәптә хитайда елип баридиған зияритидин бурун елан қилди.
Чарлиз шумир вә линдсей граһамларниң әскәртишичә, америкиниң хитай билән болған сода қизил рәқими изчил көпийиватқан болсиму, лекин хәлқ пулиниң қиммити хитайниң содида адаләтсиз үстүнлүкни сақлишиға ярдәмчи болмақта. Улар," биз хитай пулиниң ислаһат қәдимидин барғанчә үмидсизләнмәктимиз " дәйду.
Лекин хитай һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, вашингтонни пул мәсилисидики ихтилапни содидики қизил рәқәмгә бағлаш һәр иккила тәрәпкә зиян йәткүзиду, дәп агаһландурди. Хитай сода министирлиқи баянатчиси чуң чүән, америка - хитай содисидики һазирқи ихтилапни "нормал һадисә" дәп тәкитлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка малийә министири бейҗиң зияритидә хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә қистимақчи
- Америка машина запчаслири таможна беҗи һәққидә хитайни әрз қилмақчи
- Хитай билән америка оттурисидики сода маҗраси барғансери күчәймәктә
- Америка хитайниң хәлқара сода сөһбитидә илгири сүргүчилик рол ойнишини үмид қилди
- Икки америка кеңәш палата әзаси җуңгони пул мәсилисини сентәбирдә авазға қойимиз, дәп агаһландурди