Дуня аяллар путбол лоңқиси хитайниң шаңхәй шәһиридә башланди


2007.09.10

10- Сентәбир дүшәнбә күни, 2007 - йиллиқ дуня аяллар путбол лоңқиси хитайниң шаңхәй шәһиридә башланған болуп, тунҗи мәйдан мусабиқә а гуруппа бойичә, германийә билән аргентина командиси арисида елип берилди. Мәлум болушичә, германийә командиси нөлгә қарши 11 нәтиҗә билән аргентина командисини йеңип, дуня аяллар путбол лоңқиси тарихидики алаһидә номур пәрқи рекортини яратти.

Бу нөвәтлик дуня айлар путбол лоңқиси мусабиқисигә, җәмий, америка, канда, әнглийә, германийә, австралийә, японийә, шветсийә, йеңи зелландийә, данийә, норвегийә,, бразилийә, аргентина, гана, нигерийә, хитай вә шималий корейә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 16 команда қатнишиду.

Дуня буйичә 11- орунда туридиған хитай аяллар командиси бу нөвәтлик мусабиқидә өз орнини өстүрүшни арзу қилидиған болуп, чаршәнбә күни хитай командиси д гуруппилар буйичә данийә командиси билән мусабиқилишиду.

Келәр йили хитайда өткүзүлидиған 2008- йиллиқ бейҗиң олимпики мунасивити билән, хитай һөкүмити аяллар командисидин зор үмид күтидиған болсиму, әмма сабиқ хитай аяллар команда әзалириниң баһасиға қариғанда, хитай командиси бу нөвәт анчә юқири нәтиҗигә еришәлмәслики мумкин икән.

Әмма , сабиқ һуҗумчи сун венниң ейтқанлириға қариғанда, хитай аяллар командисида оттура мәйданда һуҗум тәшкиллигүчиләр аҗиз икән. Униңдин башқа, сабиқ варатар гав хуңниң билдүрүшичә, униң хитай командисиниң бу нөвәтлик путбол мусабиқидә алаһидә нәтиҗигә еришип кетәлишигә үмиди зор әмәс болуп, у шинхуа агентлиқиға мунуларни билдүргән: "хитай аяллар командиси сәрхил команда әмәс. Җисманий җәһәттин улар германийә командисиға, техника җәһәттә бразилийә командисиға йәтмәйду. Хитай командиси алаһидилики йоқ адәттики бир командиға айлинип қалди. " (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.