Афенада америка әлчиханисиға етилған ракита хитайда ясалған


2007.01.15

Өткән һәптә, гретсийиниң пайтәхти афенадики америка баш әлчиханисиға етилған ракитаниң хитайниң ракитаси икәнликиниң ениқланғанлиқи хитай һөкүмитини еғир әһвалда қойди.

Өткән җүмә күни афенадики америка баш әлчиханисиға 40 миллиметирлиқ бир ракита етилған, лекин һуҗумда һеч киши яриланмиған һәмдә бу һуҗум чоң бир маддий зиян кәлтүрүп чиқармиған иди.

Гретсийә сақчи даирилири америка баш әлчиханисиға қаритилған һуҗумда ишлитилгән ракитаниң, 1974‏- йили хитайда ясалған вә һазирғичә гретсийидә елип берилған һуҗумларда ишлитилмигән ракита икәнликини ениқлап чиққанлиқини җакарлиди. Уларниң ейтишичә, бу қетимқи һуҗум гретсийидики йәрлик бир тәшкилат тәрипидин елип берилған болуши мумкин икән.

Гретсийә сақчи даирилириниң баянатиға дәрһал җаваб қайтурған хитай ташқи ишлар минситирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав, хитай һөкүмитиниң қорал содисиға җиддий вә мәсулийәтчанлиқ билән муамилә қиливатқанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмити қорал содисида мустәқил дөләтләрни асас қилиш принсипиға қаттиқ әмәл қилип келиватиду, деди.

Лю җәнчав, хитай һөкүмитиниң, америка баш әлчиханисиға қаритилған һуҗумда ишлитилгән ракитаниң хитайда ясалған ракита икәнлики тоғрисида чиққан хәвәрләргә җиддий қараватқанлиқини, лекин һазирғичә бу һәқтә гретсийә һөкүмитидин рәсмий бир учур кәлмигәнликини билдүрди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.