Америка хитайниң өткүр һәрбий қораллар тәрәққиятиға йеқиндин диққәт қиливатиду
2007.05.25
Америка дөләт мудапиә министирлики җүмә күни хитайниң һәрбий күчи һәққидә йиллиқ доклат елан қилип, хитайниң һәрбий ишларға давамлиқ көпләп мәбләғ аҗритиватқанлиқини, хитайниң америка йеқиндин диққәт қилидиған өткүр һәрбий қоралларни тәрәққи қилдуруватқанлиқини билдүрди.
Хәвәрләрдә әскәртишичә, хитайниң деңиз вә қуруқлуқта һәрикәтчан машина үстидин қоюп берилидиған шундақла ядро оқ беши елип йүрүдиған баллистик башқурулидиған бомбилири барғанчә америкиниң диққитини қозғимақта. Чүнки бу бомбилар билән америка туприқидики нишанларға зәрбә бәргили болидикән.
Доклатта йәнә, хитайниң сүний һәмраға қарши башқурулидиған бомба синиқи башқа дөләтләргә рошән дәриҗидә тәһдит, дәп көрсәтти. Буниңдин сирт хитайниң ядро су асти кемилириниң тәрәққият сүрити америкини һәйран қалдурупла қалмай, америка туприқини нишанға алалайдиған шәрқ шамили 31 а бәлгилик қитәләр- ара башқурулидиған бомбилириму америкиниң диққитини қозғиған.
Америка дөләт мудапиә министири гейтис, пәйшәнбә күни бәш бүрҗәклик бинада өткүзгән мәлумат бериш йиғинида, хитайниң һәрбий ишларға давамлиқ түрдә техиму көп мәбләғ селиватқанлиқини билдүрди. У," америка хитайниң техиму очуқ - ашкарә болушини вә хитай һәрбий күчини тәрәққи қилдуруштики мәқсиди вә истиратегийиси техиму ашкарә тутушини үмид қилиду, " диди.
Хитай бу йиллиқ һәрбий хам чотини 43 милярд доллар, дәп елан қилған болсиму, лекин ғәрблик һәрбий күзәткүчиләр, һәрбий хам чотниң һәқиқи сани буниңдин 2 - 3 һәссә көп болуши мүмкин, дәп пәрәз қилишмақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қанун чиқарғучилар америка - хитай иқтисади сөһбитиниң нәтиҗисигә тәнқиди позитсийә тутти
- Америка -хитай истратегийилик иқтисадий диалоги ахирлашти, әмма мәсилә йәнила мәвҗут
- Хитай һазир америка парахотлириға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулдиған бомба тәрәққи қилдурмақта
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пул сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду
- Америка ташқи ишлар министирлики терорчилиқниң һазирқи вәзийити тоғрисида доклат елан қилди
- японийә, америка, һиндистан бирләшмә деңиз армийә маневири өткүзди