Пакистан талибан оқуғучилири тәрипидин гөрүгә елинған 6 хитай қоюп берилди
Пакистанниң радикал диний оқуғучилири шәнбә күни өзлири тәрипидин гөрүгә елинған 6 си хитай 9 кишини қоюп бәрди. Хәвәрләрдә ашкарлинишичә, ислам абадтики оқуғучилар, хитайлар тәрипидин ечилған бир масаҗханиға бастуруп кирип, масаҗханиниң адәмлирини қизил мәсчитигә қамап қойған.
Гөрүгә алғучилар масаҗханиниң әмилйәттә паһишхана икәнликини билдүргән. Пакистандики мәшһур қизил мәсчитниң баянатчиси, пакистан даирилириниң мәзкур масаҗханини тақивәткәнликини, әмма хитай билән пакистанниң мунасивитини нәзәрдә тутуп гөрүгә елинғанларни қоюп бәргәнликини илгири сүргән.
Қизил мәсчитниң муритлири һесабланған оқуғучилар илгири пакистан һөкүмитидин ислам қанунини қаттиқ иҗра қилишни тәләп қилип, ислам динида аялларниң әрләрни масаҗ қилишиға йол қоюлмайдиғанлиқини, масаҗни баһанә қилип, шәһванилиқ һәрикәтлирини елип беришниң гунаһ болидиғанлиқини көрсәткән.
Ройетрс агентлиқи пакистан сақчилириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, гөрүгә алғучиларниң талибан оқуғучилири икәнликини ашкарилиған шуниңдәк талибан оқуғучилириниң көп қетим, өзлири шәһванә дәп қариған һәр хил бәзмәхана һәмдә киноханиларға һуҗум қилғанлиқини билдүргән.
Бу арида мәтбуатларда йәнә үч хитай ишчиниң шималий африқидики алҗирийә дөлитидә гөрүгә елинғанлиқини ашкарилиди.
Йеиқиндин буян чәтәлләрдә һәр хил ишлар билән шуғуллиниватқан хитайлар, җайлардики қораллиқ күчләр тәрипидин гөрүгә елинмақта.
Бу йилниң бешида алҗирйидики бир хитай нефит ширкитиниң 9 хадими гөрүгә елинип, зор күч сәрп қилинип қутқузувилинғандин кейин хитайға қайтурулған иди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай -пакистан таш йоли үзүлүп қалди
- Хитай пакистандин уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтуруп беришини рәсми тәләп қилди
- Хитай, пакистан һөкүмитидин уйғур паалийәтчиләрни хитайға тапшуруп беришини тәләп қилди
- Хитай йеқинда пакистан билән аләм бошлуқи, маарип җәһәтләрдә 13 хил келишим имзалиди
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Пакистан хитайниң ғәрбий райониниң ташқи сода вә енергийә мәсисилидә рол ойниялайдиғанлиқини билдүрмәктә
- Хитай билән пакистан бирләшмә һәрбий маневер өткүзмәкчи
- Хитай рәиси ху җинтав пакистан зияритини ахирлаштурди
- Хитай билән пакистан әркин сода келишими имзалиди
- Ху җинтав пакистандики зияритини башливәтти