Русийә баш министириниң хитай зияритидә ениргийә һәмкарлиқи илгири сүрүлди
2006.11.09
Русийә баш министири михайил йефимович фрадков , бейҗиңда елип баридиған икки күнлүк зияритини башливәтти. Бу қетимқи зиярәттә икки тәрәпниң енергийә саһәсидики мунасивитини күчәйтиш асаслиқ тема һесаблинидикән.
Фрадков пәйшәнбә күни, бейҗиңға йетип келип, енергийә һәмкарлиқини өз ичигә алған һәмкарлиқ һөҗҗәтлиригә қол қойған. Фрадков бу қетимқи зияритидә хитай дөләт рәиси ху җинтав вә хитай баш министири вин җябавлар билән көрүшидикән.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай билән русийә икки тәрәп, 8 түрлүк һәмкарлиқ келишимнамисигә қол қойған болуп, хитай тәрәп салған мәбләғниң омумий қиммити 80 милярд америка доллириға йетидикән.
Бу арида русийә мәтбуатлири, русийә бирлик електир ширкитиниң баянатини елан қилип, фрадков хитайни зиярәт қилған мәзгилдә , мәзкүр ширкәтниң, хитайниң дөләт електир тори ширкити билән русийиниң хитайға електир енергийиси екиспорт қилишқа аит келишимгә қол қойғанлиқини билдүрди.
Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, русийә баш министириниң бу қетимқи зиярити, русийә билән хитайниң енергийини асас қилған, икки тәрәпниң иқтисад , техника вә мәдәнйәт саһәлири буйичә кәң көләмдә һәмкарлиқ орнитишни асасий мәқсәт қилидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң CITIC ширкити қазақистандики канада нефит ширкитини сетивалмақчи
- Хитай -түркмәнистандин нефит гази импорт қилиш газ туруба қурулушини мақуллиди
- Атасу-алатав нефит турубиси сода характеридики нефит импортини рәсмий башлиди
- Җуңго билән русийә алтайға газ турубиси ятқузмақчи
- Русийә алтай арқилиқ хитайниң шәрқи деңиз районлирини тәминләйдиған тәбии газ турубиси ясимақчи