Аләм бошлуқида ишлитидиған қоралларни чәкләш келишими русийә вә хитайниң депломатик һийлиси
2008.02.12
Русийә - хитай бирлишип америкини аләм бошлуқида ишлитидиған қоралларни чәкләш келишимини һасил қилишқа қиставататқан болуп, мәлум болушичә, вашингитон даирилири бу хил пикирни русийә вә хитайниң һәрбий һазирлиқлар җәһәттә үстүнлүкни игиләш үчүн қолланған депломатик һийлиси дәп қариған.
Җәнвә шәһиридә ечилған һәрбий һазирлиқлар кеңәймичиликини чәкләш илмий муһакимә йиғинида, русийә ташқи ишлар министири сергей лавроф, әгәр аләм бошлуқида ишлитилидиған қорал -ярақларни тәрәққи қилдуруш чәкләнмисә дуняниң бихәтәрликигә капаләтлик қилғили болмайдиғанлиқини билдүргән вә америкиниң шундақ бир келишимниң түзүлишини изчил рәт қилип келиватқанлиқини оттуриға қойған.
Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, америкиниң аләм бошлуқида ишлитидиған қоралларни чәкләш келишимини рәт қилишидики асасий сәвәб болса, бу хил келишим пәқәт америкиниң һәрбий техника тәрәққиятини чәкләшкә қаритилған болуп, әксичә бу хил келишим хитай вә русийиниң башқурулидиған бомбиларни йәр йүзидин һаваға қоюп бериш вә яки сүний һәмраһларни бир һәрбий қорал сүпитидә ишлитишигә йол ечип беридикән.
Мәлум болушичә, аләм бошлуқида ишлитидиған қорал - ярақларни тәрәққи қилдурушни чәкләш келишимини һасил қилиш идийиси, 2003- йили, америка һөкүмити 1972- йили түзүлгән башқурулидиған бомбиға қарши туруш шәртнамисидин ваз кечип икки һәптидин кейин мәйданға кәлгән болуп, америка һөкүмити һазирға кәлгүчә бу хил келишимгә қарши туруп кәлмәктә. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Путин ғәрбни агаһландурди
- Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси : америка хитай тәһдитидин әндишә қилиду
- Америкидики президент сайлимида муназирә қилиниватқан америка -хитай мунасивәтлири мәсилиси
- Америка генерали хитай һәрбий қораллириниң өзини қоғдаш иқтидаридин ешип кәткәнликини билдүрди
- Хитай америка истратегийилик диалоги давамлашмақта
- Иккинчи қетимлиқ америка-хитай истратегийлик диалоги башланди
- Америка деңиз армийиси қомандани хитайни зиярәт қилмақчи
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Америка - хитай иқтисадий истратегийә сөһбити ахирлашти
- Америка билән русийә башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси мәсилисидә сөһбәт өткүзиду
- " Хитай америкидин далай лама сәвәбидин өч еливатиду "