Әнгилийидә елан қилинған кишилик һоқуқ доклатида хитай билән русийә тәнқитләнди


2008.03.26

Түнүгүн әнгилийидә елан қилинған кишилик һоқуқ доклатида, гәрчә хитай, русийә қатарлиқ дөләтләрдә кишилик һоқуқни қоғдаш тилға елинған бәлгилимиләр түзүлгән болсиму, әмма бу дөләтләр йәнила кишилик һоқуқ хатириси әң начар дәп баян қилинди.

Бирләшмә агентлиқиниң лондондин баян қилишичә, әнгилийә даирилири елан қилған кишилик һоқуқ доклатида, хитайни тибәттә кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатиду, динға етиқад қилидиған хәлқләргә паракәндичилик селиватиду, дәп тәнқидлиди.

Русийини болса мухбирларға зиянкәшлиқ қилди, дәп әйиблиди. Сәуди әрәбистани, афғанистан қатарлиқ дөләтләрни болса аялларни кәмситиду, дәп әйиблиди.

Хәвәрдә ейтилишичә, әнгилийә даирилири бу доклатида, хитайни тибәтниң диний даһиси далай лама билән сөһбәт өткүзүп ихтилапларни һәл қилишқа чақирған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.