Хитай дөләт рәиси ху җинтав киләр һәптә шималий корийини зиярәт қилиду
2005.10.21
Хитай дөләт рәиси ху җинтав киләр һәптә шималий корийини зиярәт қилиду. Бу униң дөләт рәиси болған үч йилдин буян түнҗи қетим пйоңяңни зиярәт қилиши болиду.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда,хуҗинтав шималий корийигә қилидиған үч күнлүк зияритини киләр җүмә күни башлайду. Андин вейтнамниму зиярәт қилиду. Хуҗинтавниң бу қетимқи сәпиридә шималий корийә даирилири билән ядро мәсилисини музакирә қилидиған - қилмайдиғанлиқи техи ениқ әмәс.
Хитай шималий корийиниң асаслиқ иттипақдиши болуп, уни ашлиқ вә енергийә билән тәминләйду. Дөлитидин кәмдин кәм айрилидиған шималий корийә рәһбири ким җуңил өткән йили априлда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинған шараитта бейҗиңни зиярәт қилған иди.
Хитай саһибханлиқ қиливатқан шималий корийә ядро киризиси һәққидики 4 - рәт диалогта, шималий корийә ядро пиланлиридин ваз кечишкә қошулған. Әмма арқидинла пийоңяң йәнә йеңи шәрт қошуп, хәлқарадин бир радиактип қазан беришини тәләп қилған иди. Арқидин хитай һөкүмити муавин баш министири вуйи башчилиқидики вәкилләр өмикини шималий корийигә әвәткән. Улар шималий корийә әмгәкчиләр партийиси қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш паалийәтлиригә қатнашқан.
Хитай дөләт рәиси хуҗинтавму мәхсус телигирам әвәтип, икки дөләт мунасивитини "қиммәтлик байлиқ" дәп тәриплигән һәмдә шималий корийә диктатори ким җуңилниң рәһбәрлирини махтап көккә көтүргән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай компартийиси мәркизий комитетиниң омуми йиғини йепилди
- 8 Нәпәр шималий корийилик мусапир чиңдавда җәнубий корийиликләрниң мәктипигә киривалди
- Ким җуң ил, вуйи башчилиғидики хитай вәкиллири билән көрүшти
- Америка һәр қайси тәрәпләрни "бирләшмә баянат" ни иҗра қилишқа дәвәт қилди
- Шималий корийә ядро қораллардин ваз кечиш вәдисигә йеңи шәрт қошти