Дарфур партизанлири хитайниң судандики нефитликигә һуҗум қозғиди
2007.12.11
Дарфурдики күчлүк қораллиқ партизанлар әтрити мәркизи суданға җайлашқан хитай башқурушидики бир нефитликкә һуҗум қилип 1000 дин артуқ әскәрни мәзкур нефитликтин чекиндүргәнликини җакарлиди.
Дарфурдики адаләт вә баравәрлик тәшкилатиниң башлиқи хелил ибраһимниң билдүрүшичә, улар 11 - декабир сәйшәнбә күни әтигәндә хитай башқурушидики нефитликкә һуҗум қилип бу җайда қоғдаш вәзиписини өтәватқан 3 баталйон судан армийисини қоғлап чиқарған.
Ибраһимниң билдүрүшичә йәнә, улар һуҗум қозғиған нефит мәйданида хитайниң дөләтлик нефит ширкити қармиқидики " сәддичин сепили" дегән бир ширкәт мәшғулат елип бериватқан болуп, улар, бу җайға һуҗум қозғишидики асаси сәвәб суданниң дарфур районида инсан һәқлири дәпсәндичиликини күчәйтивәткән чәт әл нефит ширкитиниң суданда мәшғулат елип беришини халимайдиғанлиқи икәнликини ейтқан.
Мәлум болушичә, бу нөвәтлик һуҗумму мәркизи судандики кордофан районида йүз бәргән болуп, бу районға җайлашқан хитайниң йәнә бир нефит мәйдани бу йил өктәбирдә бир қетим һуҗумға учриған иди.
Дарфур партизанлири вә башқа хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң суданниң дарфур районидики һәрбий һәрикәтләргә судан нефит санаитигә кәң көләмдә мәбләғ селиш арқилиқ иқтисади ярдәмдә болуватқанлиқини көрситип дәп хитайни әйибләп келиватқан болуп, мәлум болушичә, судан һөкүмитиниң нефит содисидин киргән кириминиң 70 пирсәнти һәрбий һазирлиқларни кеңәйтиш үчүн ишлитилидикән.
Судан һөкүмити дарфур районида елип барған бастуруш һәрикити вә үзлүксиз һәрбий һуҗумлар җәрянида 200 миңдин артуқ адәм өлгән вә 2.5 Милйондин артуқ адәм өй- маканлиридин айрилип мусапир болуп кәткән иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай суданға 300 кишилик тинчлиқ сақлаш қошуни әвәтиду
- Хитай уйғур елиниң тәбиий газлирини тошуш қәдимини тезләтмәктә
- Хитай дуня бойичә ениргийә сәрпияти әң чоң дөләткә айлиниду
- Хәлқара нефит базирида бир барол нефитниң баһаси 98 америка доллириға өрлиди
- Хитайда нефит мәһсулатлири билән тәминләш җиддийлишип һәтта адәм өлүш вәқәси чиқти
- Әнгилийә парламент әзалири хитайдин дарфур мәсилисидә ярдәмчи болушни тәләп қилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири шветсарийә банкисини хитай нефит ширкити билән һәмкарлашмаслиққа чақирди
- Хитайдики әң чоң нефит ширкити бензин експортини вақитлиқ тохтитиши мумкин
- Кино чолпини җорҗ клуний хитайни дарфур мәсилисидә һәрикәт қоллинишқа қистиди
- Негирда гөрүгә елинған хитай ишчиси қоюп берилди