Хитай һөкүмитиниң әскәртишичә, лондонда партлиған бомба хитайда ясалмиғанкән


2005.07.22

Хитай һөкүмити 7 - июлда йүз бәргән лондондики партлаш вәқәсидә терорчилар қолланған партлатқуч дориниң хитай һәрбий карханилирида ишләпчирилғанлиқини рәт қилди.

Исраилийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, дунядики әң күчлүк ахбарат органлириниң бири болған исраилийидики ахбарат оргини моссад, әнгилийә даирилиригә терорчилар 7 - июлдики лондонда йүз бәргән партлаш вәқәсидә ишләткән партлатқуч дорисиниң, 2003 - йили 4 - айда телавифтики партлаш вәқәсидә қолланған партлатқуч дора билән охшашла хитайда ясалғанлиқини билдүргән. Телавифтики партлаш вәқәсидә 3 адәм өлгән, 60 адәм яриланған иди.

Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси коң чүән, хитай һәрбий карханилирида бу хилдики қоралларни ишләпчириш сехи яки тәҗрбиханиси йоқлиқини билдүрди. Коң чүәнниң тәкитлишичә, хитай һәрбий карханилирида ишләпчириливатқан вә експорт қилиниватқан партлатқуч дориларға, бу һәқтики хәвәрләрдә илгири сүрүлгән маддилар ишлитилмәйдикән.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, коң чүән исраилийә ахбарат оргининиң қаришини "асассиз пәрәз" дәп тәнқидлигән. Әмма исраилийидики бир гезитниң ашкарилишичә, партлатқуч дора бейҗиң әтрапидики бир һәрбий карханида ишләпчиқирилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.