Хитайда ясалған сәккиз башқурулидиған бомбини террорчилар сәуди әрәбистаниға елип кәлгән дегән қандақ мәсилә?
2007.12.05
Америка авазиниң сәуди әрәбистанида чиқидиған 'оказ гезити' дә елан қилинған учурлардин нәқил елип хәвәр қилишичә, сәуди әрәбистан һөкүмити өткән һәптидә әлқаидичиләргә қарита елип барған кәң көләмлик тазилаш һәрикитидә 208 нәпәр террорчини қолға алған.
Террорчилар сәуди әрәбистанлиқ болмиған бәзи башқурулидиған бомба мутәхәссислириниң йетәкчиликидә, хитайда ясалған мөригә елип атидиған һәҗми кичик башқурилидиған бомбидин сәккизни сәуди әрәбистаниға елип кәлгәнликини байқиған иди. Бу қораллар сәуди әрәбистаниниң һава қатнишиға тәһдит кәлтүрүши мумкин иди. Бу хәвәр тарқалғандин кейин, хитайниң сәуди әрәбистанида турушлуқ баш әлчиси бу учурни 'ишәнчилик болмаслиқи мумкин' дәп рәт қилди.
Америкидики улуқ окян тәтқиқат орниниң алий тәтқиқатчиси тәйвәнлик ляв венҗуң әпәнди бу һәқтә "хитай 'қизилбайрақ үч' бәлгилик 100- 200 адәм идарә қилидиған келәңсиз башқуридиған бомбидин кейин, олтра нур техникиси қоллинилған 'қизил пупук бәш' бәлгилик мөригә қоюп атидиған башқурулидиған бомба ясашқа башлиған иди. Униң оққа тутуш даириси тәхминән 7 километир, у һәм 3000 метир игизликтики нишанларға һуҗум қилалайду.
Ғәрб дөләтлири бундақ алий техникилиқ қоралларниң террорчиларниң қолиға чүшүп кетишидин сақлинишни тәкитләп кәлмәктә" дәп баян қилди. Хоңкоңдики һәрби ишлар тәтқиқатчиси ма диңшен болса 'хәлқара қанун буйичә хитай бу мәсилидә җавабкарлиқни үстигә елиши керәк'дәп көрсәтти. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кандилиза райс: исраилийә билән пәләстинниң тинчлиқи америкиниң мәнпәәтигә уйғун
- Оттура шәрқ тинчлиқ сөһбити башланди
- Мисир вә түркийә рәһбәрлири оттура шәриқ бирләшмә йиғиниға қатнашмақчи
- Сәуди әрәбистан радиосиниң уйғурчә аңлитиши қайта башланди
- Ватикан попи бәнидик XVI билән сәуди әрәбистан падишаһи абдулла тунҗи қетим сөһбәтләшти
- Иорданийә падишаһи абдулла хитайда зиярәттә
- Кондализа райс оттура шәрқ зияритини башлиди
- Америка оттура шәрқ иттипақдаш дөләтлиригә һәрбий ярдәмни күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә
- Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси хадимлири тенчлиқ вәкили билайер билән учрашти
- Исраилийә һөкүмити 250 тутқунни қоюп бериду