Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди


2007.12.21

19 ‏- Декабир америка авам палатаси ташқи ишлар комитети әзалиридин дана роһрабачер вә том танчредолар америка ташқи ишлар министири кандилиза райсқа хәт йоллап, америка һөкүмитиниң тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кириш омумхәлиқ рай синаш һәрикитини очуқ ‏- ашкара тәнқид қилғанлиқидин интайин үмидсизләнгәнликини билдүрди.

Тәйвән иҗтимаий мунасивәтләр җәмийитиниң 20 ‏- декабир хәвәр қилишичә, кандилиза райсқа йолланған хәттә тәйвән хәлқиниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә икәнлики көрситилип: "тәйвән хәлқи бизниң һөкүмитимизниң яки хитай хәлқ җумһурийитиниң вә яки башқиларниң тосқунлуқисиз өз алдиға сайлам елип бериш һоқуқини қолға кәлтүргән. Шуңа биз уларниң шундақ қилиш һоқуқини һөрмәт қилишимиз керәк," дейилгән.

Униңдин башқа мәзкур хәттә америка һөкүмитиниң тәйвәнниң келәр йили мартта бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кириш омумхәлиқ рай синаш һәрикити елип бериш пиланиға қаршилиқ билдүргәнлики қаттиқ әйиблигән.

Хәттә, америка һөкүмитимизниң тәйвән мәсилисидики позитсийисини ипадиләш үчүн бир- икки қетимлиқ очуқ ‏- ашкара баянат елан қилишиниң йетәрлик икәнлики, буниңға қарши туруш үчүн хитай ташқи ишлар министирлиқи ишләткән аталғуларни әйнән ишлитип, һөкүмәт хадимлирини тәйинләп айларға созулған әйибләш һәрикити елип беришниң биһаҗәт икәнлики көрситилгән.

Тәйвән иҗтимаий мунасивәтләр җәмийитиниң директори вен йәнчен, бу икки нәпәр тәйвәнни қизғин қоллиғучиларниң ташқи ишлар министириға язған хетидә нурғунлиған тәйвәнликниң вә көплигән америкилиқларниң охшаш туйғуси әкс әттүрүлгәнликини билдүрди вә "америкиға җайлашқан тәйвәнниң хәлқаралиқ демократийисини илгири сүрүш җәмийити болуш сүпитимиз билән биз америка һөкүмитиниң тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға кириш пиланиға қарши чиққанлиқидин интайин қайғурдуқ вә буруқтум болдуқ," деди.

У йәнә, америка һөкүмити ирақ, берма, русийидә вә дуняниң башқа булуңлирида демократийини илгири сүрүш үчүн тиришиватқан пәйттә, һәтта америка президенти җорҗ бушму хитай рәһбәрлиригә тәйвәнниң демократийә әндизисини үлгә елиш тоғрилиқ тәклип бериватқан бир вақитта, америка һөкүмитиниң тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп киришигә қарши чиқишиниң интайин мәсхирилик иш икәнликини тәкитлиди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.