Юқири дәриҗилик бир хитай әмәлдари тәйвәнгә җасуслуқ қилиш сәвәбидин қолға елинди


2008.02.22

Хитай қатнаш министирлиқи тәйвән ишлири ишханисиниң сабиқ муавин башлиқи ли шен тәйвәнгә җасуслуқ қилиш сәвәбидин хитайниң чаған байрими һарписида қолға елинған. Тәйвән "бирләшмә " гезитиниң әскәртишичә, ли шен тәйвәнгә җасуслуқ қилиш сәвәбидин қолға елинған хитай һөкүмәт әмәлдарлиридин 3 ‏- киши болуп, уларниң ичидә әмили әң юқири киши болуп һесаблиниду.

Тәйвән мәтбуатлириниң бу һәқтики хәвиридә хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқиниң ли чйәндин гуманлинишқа башлиғанлиқини вә 2000 ‏- йилдин башлап униң изиға чүшкәнликини, чаған байрими һарписида қолға елинғанлиқини язди. Ли чйән 1990 ‏- йилларда хитай қатнаш министирлиқи тәйвән ишханисиниң мәсули болуш сүпитидә хитай - тәйвән қатнаш саһәсидики затлар билән йеқиндин тонушатти. У һоқуқ тутқан мәзгилләрдә хитайниң чәтәлләрдики һава йоллар қатниши вә хитай - тәйвән арисида деңиз қатнишини йолға қоюш хизмитигә рәһбәрлик қилған һәм бу җәрянда 3 қетим тәйвәнгә барған иди. У 1999 ‏- йилдин кейин өзиниң хусусй игиликини тикләшкә башлап, хитай чоң қуруқлуқидики тәйвән мәсилилиридә асаслиқ биләрмәнләрдин болуп қалған иди.

Хитай даирилири буниңдин бурун чоң қуруқлуқниң тәйвән ишлири саһәсидә хизмәт қилидиған юқири дәриҗилик әмәлдарлардин 2 кишини тәйвәнгә җасуслуқ қилиш билән қолға алған иди. Бу кишиләр 1991 ‏- йили қолға елинған җуңго тәйвәнлик қериндашлар достлуқ җәмийити тәшвиқат бөлүминиң башлиқи чу вей вә 2004 ‏- йили қолға елинған нәнҗиң шәһәрлик тәйвән ишлири ишханисиниң мәсули җаң җүнниңларни өз ичигә алиду. Ли чйән болса хитайниң тәйвән ишлириға мәсул органларда ишләп җасуслуқ сәвәбидин қолға елинған 3 ‏- кишидур.

Йеқинқи 20 йилдин бери хитай - тәйвән арисидики сода вә аммиви алақиниң күчийишигә қаримай,икки қирғақниң җасуслуқ уруши тохтап қалмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.