Хитай һиндистандики әлчиханисиниң һуҗумға учришини далай ламаға артти


2007.10.12

Хитай даирилири америка дөләт мәҗлисиниң далай ламаға алтун медал бәрмәкчи болғанлиқини әйибләп бир күн өткәндин кейин, җүмә күни йәнә һиндистандики әлчиханисиниң һуҗумға учраш вәқәсини далай лама кәлтүрүп чиқарди, дәп әйиблиди.

Өткән чаршәнбә күни хитайниң һиндистандики әлчиханиси 30 дәк тибәтлик намайишчиниң һуҗумиға учрап, бир қисим намайишчилар хитай әлчиханисиниң дәрваза вә темиға " тибәткә әркинлик" дегән қизил хәтләрни язған вә бейҗиң даирилириниң тибәткә лама сайлиғанда чоқум һөкүмәтниң тәстиқи елиниши керәк, дегән бәлгилимисигә наразилиқ билдүргән иди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни баянат елан қилип, "далай лама гуруһи җуңгониң тибәт аптоном райониниң муқимлиқи вә тәрәққиятиға бузғунчилиқ, иғвагәрчилик вә аваричилиқ пәйда қилишта һәр бир пурсәттин пайдиланмақчи " дәп көрсәтти.

Хитай даирилири йәнә, бу урунушниң чоқум мәғлубийәткә учрайдиғанлиқини вә һиндистан тәрәпниң хитайға қарши һәрикәтләргә йол қоймаслиқини шундақла вәқә туғдурғучиларни еғир җазалашни тәләп қилди. Хитай һөкүмити буниңдин бурун америка дөләт мәҗлисиниң тибәт роһани даһиси далай ламаға алтун медал бәрмәкчи болғанлиқини әйиблигән иди.

Далай ламаға алтун медал бериш мурасими 17 ‏- өктәбирдә америка дөләт мәҗлиси өткүзүлиду. Пәйшәнбә күни далай лама ню йорк шәһиридики бир йиғин залида қоллиғучилириға сөз қилди. Ақсарайниң баянатида әскәртишичә, далай лама вашингтонға кәлсә, президент буш уни ақсарайда қобул қилидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.