Явропа әллиридә хитай олимпикини байқут қилиш пикири күчәймәктә


2008.03.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпики мәшилигә от йеқиш мурасими башланған минутларда, бир қисим явропа әллиридә хитай олимпикини байқут қилиш пикири хели күчлүк рәвиштә оттуриға чиқишқа башлиған болуп, мәлум болушичә, данийә хәлқ партийиси данийә баш министирини олимпикни байқут қилишқа қистиған болса, рай синашқа қатнашқан 959 франсийиликниң 53 пирсәнти бейҗиң олимпикини байқут қилиш керәк дәп қариған.

Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, франсийидә чиқидиған азадлиқ гезитидә берилгән "хитайдики кишилик һоқуқ мәсилигә қандақ қарши туруш керәк" дегән соалға 53 пирсәнт киши франсийә президенти саркозйниң олимпик ечилиш мурасимини байқут қилиши керәк дәп қариған болса, 42 пирсәнт киши бу пикирни қоллимиған.

Хәвәрдә көрситилишичә йәнә, 55 пирсәнт киши тәнһәрикәтчиләрниң олимпикни байқут қилиш пикирини қоллимиған болсиму, әмма 41 пирсәнт киши франсийә тәнһәрикәтчилири мусабиқә мәйданидин чиқип кетип олимпикни байқут қилиши керәк, дәп қариған.

Әмма, дүшәнбә күни данийә хәлқ партийиси данийә баш министири андерс расмуссенни хитайниң тибәттә елип барған бастуруш һәрикитигә қарши туруш үчүн бейҗиң олимпикигә данийиниң қатнишишини әмәлдин қалдурушқа қистиди.

Мәзкур партийә данийидики 3 - чоң партийә болуп, бирләшмә агентлиқида нәқил қилинишчә, мәзкур партийә рәиси кирстан даһл данийиниң бейҗиң олимпикини пүтүнләй байқут қилиш керәкликини билдүрүп, данийиниң мәзкур олимпиккә қатнишиши хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләр үстидин елип бериватқан бастуруш сияситини қобул қилғанлиқни билдүридиғанлиқини, шуңа баш министирниң бу һәқтики муназирини кәйнигә сүрмәслики лазимлиқини оттуриға қойған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.