Хитай украинийиниң иккинчи чоң қорал херидариға айланди


2005.01.02

Хитай украинийә билән һәрбий техника һәмкарлиқини актип һалда күчәйтиватқан болуп, нөвәттә украинийиниң иккинҗи чоң қорал херидариға айланған.

Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири башқа йәрләрдин сетивалалмайдиған илғар типтики һәрбий техниклар вә қоралларни украинийидин сетивалмақта.

Сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кийин, украинийидә дуняда алдинқи қатарда санилидиған һәрбий тәтқиқат орунлири вә қорал ишләпчиқириш завутлири қелип қалған. Украинийә бу асасий билән хәлқара қорал базирида барғансири муһим рол ойнимақта иди.

Хәвәргә қариғанда, гәрчә русийә украинийиниң әң чоң қорал херидари болсиму, әмма хитай украинийидин һәрбий техникиларни импорт қилиш җәһәттә русийидин ешип чүшкән. Чүнки, украинийә хитайға қорал сетип бәргәндә һечқандақ сиясий шәрт қоймайдикән. Һалбуки хитайға қорал екиспорт қилидиған русийә вә башқа дөләтләр хитайниң өзлиригә тәһдид болушидин әндишә қилип, илғар қоралларни сетип бериштә нурғун чәклимә қойидикән.

Хәвәрдин ашкарилинишичә, украинийә нөвәттә хитайға илғар қорал вә һәрбий техника сетип берипла қалмастин, йәнә һәрби мутәхәссислирини хитайдики һәрбий тәтқиқат ишлириға қатнаштурған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.