Хитай һөкүмити оттура, ғәрбий асия мунбири йиғинида "һәмкарлишип инақ асия қуруш ни тәшвиқ қилған


2007.05.23

Хитайниң 'тәңритағ тор бети'дин мәлум болушичә, 5 ‏- айниң 20 ‏- күни үрүмчидә ечилған 'оттура, ғәрбий асия мунбири' йиғиниға қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан, окраина, русийә, түркийә, пакистан, иран қатарлиқ 21 дөләттики 43 учур вастилириниң мәсуллири келип қатнашқан.

Бу йиғинда, уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүм башлиқи ли йи, аптоном район муавин рәиси көрәш мәхсут, аптоном районлуқ хәвәр -учур ишханисиниң башлиқи хухәнмей қатарлиқ кишиләр сөз қилип, иқтисадий һәмкарлиқини қанат яйдуруш дегән тема астида "һәмкарлишип инақ асия қуруш" тәшәббусини тәшвиқ қилған вә йиғин әһлидин 2008 ‏- йилидики олимпик мусабиқисини хәвәр қилишта өз-ара һәмкарлишиш вә мәдәнийәт һәмкарлиқи түзүшни тәләп қилған.(Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.