Вейтнам даирилири хитайниң үч қум шәһири тәсис қилғанлиқини таҗавузчилиқ дәп әйиблиди
2007.12.12
Йеқинда вейтнам билән хитай территорийә пүтүнлүки мәсилисидә бир-бирини қаттиқ әйибләшкә башлиди. Америка авазиниң баян қилишичә, йеқинда вейтнамниң ханой, хузимин шәһири қатарлиқ чоң шәһәрлиридә хитайға қарши кәң көләмлик намайиш йүз бәрди.
Вейтнам ташқи ишлар миниситири хитайниң үч қум шәһири тәсис қилғанлиқини таҗавузчилиқ дәп әйиблиди. Хитай даирилири болса вейтнамдин алди билән оқуғучиларниң намайиш һәрикәтлирини тосашни тәләп қилди.
Хәвәрдә баян қилинишичә, хоңкоңдики обзорчи хе ляң әпәнди 'хитай йеқинда хәйнән өлкисидә тәсис қилған 'үч қум шәһири' чоңлуқи җәһәттә икки милйон квадрат километр земинни башқуридиған дуня буйичә әң чоң шәһәр. Хитайниң бу шәһәрни тәсис қилғанлиқи, униң җәнубий деңиздики тақим араллирини игиливелиш үчүн һәрбий орунлаштуруш қиливатқанлиқидин дерәк бериду.
Һазир вейтнамдәк бир коммунист дөлитидә хәлқниң кәң көләмлик намайиш қилишиму, һөкүмәтниң аз дегәндә сүкүт қиливатқанлиқидин дерәк бериду' дәп мулаһизә қилған. Хузимин университетиниң профессори ху әпәнди болса әмди бу талаш-тартишқа хәлқара җәмийәтниң арилишишини тәшәббус қилған. У сөзидә 'хәлқара арилашмиған әһвал астида, хитайға хәлқара қанунни сөзләш биһудә иш' дәп баян қилған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вйетнам оқуғучилири хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди
- Шәрқий деңизда парахот соқушуп кетиш вәқәси йүз бәрди
- японийә билән хитай су тәвәлики сөһбити башлиди
- Асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ йиғини нурғун мәсилиләрни музакирә қилиду
- Сәнкаку арилини қоғдаш үчүн барған хитайлар зәхмиләнгән кемисини һәйдәп хоңкоңға қайтип кәлгән
- Ху җинтав вейтнам билән мунасивитини күчәйтмәкчи
- японийә хитайни шәрқий деңизда тәбиий газ қезиш мәсилиси бойичә агаһландурди
- японийә хитайни "сөһбәтни қәстән кәйнигә сүриватиду" дәп әйиблиди
- японийә билән хитай тақим араллар мәсилиси бойичә сөһбәт өткүзди