Японийә баш вәзири шинзо абе ясукуни бузрукгаһини тавап қилмаслиқи мумкин


2007.04.20

Җүмә күни японийә баш вәзири шинзо абе кәлгиливатқан баһар байрими җәрянида ясукуни бузрукгаһини тавап қилиш қилмаслиқи һәққидә соралған соалларни җавабсиз қалдурған. Мәлуматларға қариғанда, у бәлким хитай мунасивәтлирини илгири сүрүш ишлири нәтиҗиләнгичә, һич болмиғанда мушиу йили июнғичә мәзкур бүзрукгаһини тавап қилмаслиқи мумкин икән.

Бу һәқтики хәвәр хитай баш министири вен җиябавниң хитай ‏- японийә арисидики соғуқчилиқни юмшитиш мумкинчилики түсини алған зиярити аяқлишип бир һәптидин кийин оттуриға чиққан.

Бирләшмә агентлиқиниң 20 ‏- априлдики хәвиридә кйода ахбарат агентлиқи бәргән хәвәрдин нәқил кәлтүрүп ейтишичә, кәлгиливатқан үч күнлүк баһар байрими җәрянида японийә баш вәзири шинзо абе хитай билән болған дипломатик вәдилири сәвәблик ясукуни бүзрукгаһини тавап қилмаслиқи мумкин икән.

Шу җай вақти җүмә күни кәчқурун, японийә баш вәзири шинзо абе мухбирларға, өзиниң сиясий көз қаришида чиң туридиғанлиқини билдүрүп, "у җайни тавап қилиш дөлитимиз үчүн һаятини қурбан қилғанларниң роһиға еһтирам билдүрүш үчүн. Мениңчә, бу дипломатик вә сиясий мәсилә болғачқа, мәзкур җайни тавап қилишқа бериш‏ - бармаслиқим үстидә тохталмаймән" дегән.

20 ‏- Әсирниң алдинқи йеримида, ясукуни бүзрукгаһи, токйо вә башқа қошна дөләтләр арисида дипломатик мунасивәтләрдики һалқилиқ мәсилә болуп кәлгән иди. японийиниң сабиқ вәзири җунчиро коизуми ясукуни бүзрукгаһни тавап қилғанлиқи үчүн хитай униң билән учришишни рәт қилған.

ясукуни бүзрүкгаһи 2.5 Милйон уруш қурбанлириға еһтирам билдүрүш үчүн қурулған болуп, японийә вә чәтәллик тәнқидчиләрниң қаришичә, мәзкур җай японийә таҗавузчилиқ тарихиниң символи икән. Бурунқи хәвәрләрдин мәлум болушичә, абе японийә ички кабинетиниң баш катиби вақтида мәзкур бүзрукгаһни мәхпий зиярәт қилған икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.