Японийә вә хитай кәң көләмлик сөһбәт башлиди


2007.12.01

Хитай вә японийә оттурисида мәвҗут мәсилиләрни бир тәрәп қилиш үчүн бейҗиңда, хитай-японийә һөкүмәт вәкиллири оттурисида елип бериливатқан сөһбәтләрдә һазирғичә җиддий бир илгириләш болмиған.

Лекин, америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шәнбә күни бейҗиңда японийә вә хитай ташқи ишлар минстирлириниң риясәтчиликидә, хитай вә японийә һөкүмәт вәкиллири оттурисида башланған кәң көләмлик сөһбәт, икки дөләтниң йеқинқи йиллардин бери йириклишишқа башлиған мунасивәтлирини қайтидин яхшилаш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқиниң бир ипадиси икән.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай ташқи ишлар минстири яң җечи, шәнбә күнидики учришиш җәрянида, японийә ташқи ишлар минстири масаһико комурадин, тәйвән мустәқилчилириниң паалийити үчүн шараит яритип бәрмәсликини тәләп қилған.

яң җечи, тәйвән президенти чин шүйбийәнниң келәр йили март ейида тәйвәнниң б д т ға әза болуши мәсилсидә хәлқниң райини синаш йәни рифрандом өткүзүш пиланини, хитай үчүн бир тәһдит дәп көрсәткән.

Роетрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиңда, японийә билән хитай һөкүмәт вәкиллири оттурисида елип бериливатқан сөһбәт, һазирғичә икки дөләт оттурисда елип берилған әң көләмлик сөһбәт болуп, бу сөһбәткә японийә һөкүмитиниң 6 минстири, хитай һөкүмитиниң сәккиз минстири қатнашқан.

Сиясий анализчиларниң билдурушичә, японийә билән хитай оттурисидики кәң көләмлик сөһбәтниң, тәйвәнниң президент намзиди ма йиң җо, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай ламаниң японийә зияритидин кейин башлиғанлиқи диққәт тартмақта. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.