Японийә мудапиә сияситини өзгәртти
2004.12.10
японийә ички кабинти җүмә күни японийә мудапиә пиланиниң йеңи программисини мақуллап, һәрбий һазирлиқларға қаритилған експорт чәклимисини бикар қилди. Шундақла тунҗи қетим хитайниң һәрбий заманивилаштуруш һәрикитигә диққәт қиливатқанлиқини җакарлиған.
японийиниң һәрбий һазирлиқларни експорт қилишни чәкләш сиясити 1976 - йилдин бери йолға қоюлуп келивататти. Йеңи мудапиә программисида бу чәклимә бикар қилинған. Шундақла америка билән бирлишип, башқурулидиған бомбиға қарши мудапиә системиси үстидә тәтқиқат елип беришни мақуллиған.
японийә һөкүмитиниң бу қарари японийә миллий истратегийисиниң пассип мудапиәдин актип мудапиәгә қарап тәрәққи қиливатқанлиқини көрситиду, дәп қаралмақта. японийә баш министири койзуми, "йеңи мудапиә пилани японийиниң йеңи вәзийәткә маслишиш йолидики зөрүр тәдбири," дәп тәкитлигән. японийиниң йеңи мудапиә программисида, хитайни японийә диққәт қилидиған нишанлар қатарида көрситип, хитай һәрбий күчиниң заманивилишиш дәриҗиси, шундақла деңиз окяндики паалийәт даирисиниң кеңийишини диққәт қилинидиған мәсилә, дәп қариған.
японийиниң йеңи мудапиә пилани хитайниң наразилиқини қозғиди. Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө җүмә күни баянат елан қилип, "җоңго японийә һәрбий бихәтәрлик сияситиниң зор көләмдики тәртипкә селиниши вә буниң елип келидиған тәсиригә диққәт қилиду" дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә һөкүмити хитай парахотлириниң японийә деңиз тәвәликигә киришигә қаршилиқ билдүрди
- японийә хитайға бериватқан ярдәм түрини тохтитидиғанлиқини билдүрди
- Русийә президенти путин, русийә японийә билән тинчлиқ сөһбитигә тәйяр деди
- японийә хитай су асти парахотиниң җасуслуқ һәрикити мунасивити билән бейҗиңға наразилиқ билдүрди
- японийә хитайниң мөлчәрдики дүшмән икәнликини ейтти
- япунийә һөкүмити уйғур елиниң давалаш ишлириға ианә бәрди
- Токйо шәһәр башлиқи, хитай японийә бихәтәрликигә тәһдит дәп көрсәтти
- японийә ички кабинет әзалири ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилди