Токйо шәһириниң башлиқи хитайни әйиплиди
2004.12.19
Токйо шәһириниң башлиқи хитайни әйиплиди японийә токйо шәһириниң башлиқи йәкшәнбә күни хитайни әйибләп, хитай һөкүмитиниң хәлқ арисидики өзигә қарши кәйпиятларни башқа яққа бураш үчүн, японийини бир "дүшмән" образ қилип яритишқа уриниватқанлиқини билдүрди.
Токйо шәһириниң башлиқи шинтаро ишихара сөзидә " хитай һөкүмити пуқралириниң җәмийәттики тәңпуңсизлиққа қарши кәйпиятлирини башқа яққа йөткәш үчүн бир ташқи дүшмән образини яритишқа муһтаҗ болди. У болсиму японийә" диди.
Токйо шәһириниң башлиқи бу сөзни дәл икки дөләт мунасивити йеқиндин буян йирикләшкән бир мәзгилдә қилған. японийә һөкүмитиниң сабиқ тәйвән президенти ли диңхүйгә виза беришни қарар қилиши вә хитайниң бир йошурун хәвп икәнлики тәкитләнгән дөләт мудапиә доклатини чиқириши билән, икки дөләт мунасивити бираз җиддийләшкән иди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, японийидиму хитайға қарши кәйпиятлар көтүрүлгән. японийә һөкүмитиниң йеқинда елип барған бир райини синашқа қариғанда, пәқәт ٪ 38 хәлқ хитайға достанә һиссиятта болуп, бу сан өткән йилға қариғанда,٪10төвәнләп кәткән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә мудапиә сияситини өзгәртти
- японийә һөкүмити хитай парахотлириниң японийә деңиз тәвәликигә киришигә қаршилиқ билдүрди
- японийә хитайға бериватқан ярдәм түрини тохтитидиғанлиқини билдүрди
- Русийә президенти путин, русийә японийә билән тинчлиқ сөһбитигә тәйяр деди
- японийә хитай су асти парахотиниң җасуслуқ һәрикити мунасивити билән бейҗиңға наразилиқ билдүрди
- японийә хитайниң мөлчәрдики дүшмән икәнликини ейтти
- япунийә һөкүмити уйғур елиниң давалаш ишлириға ианә бәрди
- Токйо шәһәр башлиқи, хитай японийә бихәтәрликигә тәһдит дәп көрсәтти
- японийә ички кабинет әзалири ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилди