Хитай японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини әйиплиди


2005.02.09

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни японийитиниң сенкако арилидики маякқа игә чиққанлиқини әйибләп, буни қанунсиз вә инавәтсиз дәп җакарлиди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коңчуән мухбирларни күтивелиш йиғинида, сенкаку арилиниң хитайниң әзәлдин бар болған земини икәнликини, шундақла японийә һөкүмитиниң мәзкур аралға қаратқан һәр қандақ бир тәрәплик һәрикитиниң қанунсиз вә инавәтсиз икәнликини билдүрди. Әмма у хитай һөкүмитиниң бу һәқтә илгирилигән һалда һәрикәт қоллиниш яки қолланмаслиқи һәққидә бир немә демиди.

японийә һөкүмити чаршәнбә күни әтигән сенкако арилидики мәзкур маякни өз игидарчилиқиға алғанлиқини җакарлап, буниңдин кейин бу йәрни японийә деңиз қирғиқи сақчи әтрити башқуридиғанлиқини билдүргән иди. Бу маяк японийидики оңчи еқим паалийәтчилири тәрипидин 1988 - йили ясалған.

1895 - Йили японийә чиң сулалисини мәғлуп қилип, сенкаку арилиниң японийигә тәвә икәнликини җакарлиған. Әмма америка, иккинчи дуня уруши ахирлашқанда бу арални өзиниң игидарчилиқиға өткүзүвалған болуп, кейин 1972 - йилиға кәлгәндә буни йәнә японийигә қайтуруп бәргән. Шундақла 1970 - йиллири бу аралда нефит записи байқалғандин буян, хитай билән тәйвән һәр иккилисила бу районниң игидарчилиқ һоқуқини тәләп қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.