Японийиниң тарих дәрслики токйо билән бейҗиң оттурисидики сүркилишни күчәйтти
2005.04.05
японийә маарип министирлиқи тәрипидин сәйшәнбә күни тәстиқланған тарих дәрслики, японийә - хитай мунасивитидики сүркилишни күчәйтивәтти. Хитай һөкүмити токйо даирилирини японийә тарих дәрсликиниң 2 - дуня урушиға даир қисмида, японийә армийисиниң хитайдики ишғалийәтчилик һәрикитини бурмилаш билән әйиблигән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдари чең зоңхуәй, сәйшәнбә күни японийиниң бейҗиңдики баш әлчиси анамини чақиртип, японийә һөкүмитигә етираз билдүрди. Шу күни хитайниң токйодики баш әлчиси ваң йи, хитайниң наразилиқини японийә һөкүмитигә йәткүзгән. Амма японийә әлчиси анами, " японийә пикир қилиш вә нәшрият һоқуқи капаләткә игә дөләт", дәп җаваб бәргән. У, түзүм бойичә японийидә кишиләрниң дәрслик матирялларни нәшри қилалайдиғанлиқини тәкитлигән.
Тарих дәрслигидики талаш тартиш, хитайда японийигә қарши миллий кәйпият долқуни юқири көтүрүлгән мәзгилгә тоғра кәлди. Хитайлар японийиниң б д т хәвпсизлик кеңишигә даими әза болушиға қарши имза топлаш, японийә маллирини байқут қилиш һәрикитини елип бармақта иди.
Алдинқи күни японийә баш министири койзуми, бейҗиң даирилирини хитай пуқралиридики японийигә қарши кәйпиятни пәсәйтишкә чақирған. Сәйшәнбә күни бейҗиңдики японийә баш әлчиси анами, хитай маарипидики вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси, хитай яшлирида японийигә қарши кәйпият йетиштүриватқанлиқини тәнқидлигән.
японийә әлчиханисиниң ашкарилишичә, анами бу сөзләрни чиң зохуәй тәрипидин хитай ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилғанда қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда японийигә қарши намайишлар улғайди
- японийә билән хитайниң санкако тақим араллири мәсилисидики ихтилап күчәйди
- Хитай һөкүмити японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини қайта әйиплиди
- Хитай японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини әйиплиди
- Хитай японийә парламент әзалириниң хитайға қилидиған зияритини кечиктүрди