Хитай әмәлдари ву йи японийидики зияритини туюқсиз ахирлаштурди


2005.05.23

Хитайниң муавин баш министири ву йи дүшәнбә күни японийә баш миниситири билән болидиған учришишни туюқсиз әмәлдин қалдуруп, пиландин бир күн бурун хитайға қайтти. Бу өзгүрүш японийә һөкүмитини һәйран қалдурди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити японийә даирилиригә, ву йиниң хитайдики наһайити муһим дөләт ичи мәсилисини һәл қилишиға тоғра кәлгәнлики үчүн пиландин бурун қайтишқа мәҗбур болғанлиқини билдүргән.

Дүшәнбә күни әтигән ву йи японийә парламент әзалири билән көрүшкәндә, икки дөләтни оттурисидики көңүлсизликләрни тездин һәл қилишқа чақирған. Әмма немә үчүн хитайға балдур қайтишқа мәҗбур болғанлиқи һәққидә тохталмиған.

Ву йи хитай һөкүмитиниң асаслиқ мәсилә һәл қилғучилиридин бири болуп, у, хитай дуня сода тәшкилатиға киришкә тиришиватқан чағдиму нурғун сөһбәтләргә қатнашқан. Һәтта у 2003 - йили сарс кесили тарқап кәткәндә, сәһийә министирилиқ вәзиписини өтигән.

Шуңа бәзи анализчилар, гәрчә ву йи һазир сәһийә министири болмисиму, әмма хитай һөкүмити униң сарс кесили тарқалған вақиттики тәҗрибисини ишлитип, нөвәттики қуш зукими киризисини бир тәрәп қилишини күтиватқан болуши мумкинликини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.