Койзоми хитайни ясукуни бузрукгаһ қартини ойнимаслиққа чақирди


2005.12.05

японийә баш министири койзоми хитай һөкүмитиниң хитай- японийә- җәнубий корийә үч дөләт рәһбәрлириниң йиғинини кечиктүрүш қарарини тәнқид қилип, хитай һөкүмитини ясукуни бузрукгаһ қартини ойнимаслиққа чақирди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи йәкшәнбә күни нөвәттики шәрт- шараитлар түпәйлидин, йәттинчи нөвәтлик үч дөләт рәһбәрлири йиғинини " мувапиқ пәйт" йитип кәлгичә кечиктүргәнликини елан қилған иди. 1999 ‏- Йилидин буян, үч дөләт рәһбәрлири һәр йили учришидиған болуп, бу йилқи йиғин 12 ‏- айниң оттурилири малайсияда өткүзүлүши пиланланған.

Койзоми бу йил 10 ‏- айда ясукуни бузрукгаһини қайта тавап қилғандин кейин, японийә билән хитай вә җәнубий корийиниң мунасивити йирақлашқан иди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, койзоми дүшәнбә күни мухбирларға " хитай билән корийә, ясукуни бузрукгаһини дипломатийә қарти қилишқа урунмаслиқи керәк. Бу хил усул ақмайду" дәп билдүргән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.