Японийә, хитай вә җәнубий корийә рәһбәрлири учрашти


2005.12.12

японийә һөкүмәт хадимлири, японийә, хитай вә җәнубий корийә рәһбәрлириниң шәрқий җәнуби асия дөләтләр иттипақи башлиқлар йеғини җәрянида өзара сәмими параңлашқанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити үч дөләт рәһбәрлири оттурисида пиланланған йеғинни японийә баш минстири койзуминиң хитай һөкүмитиниң наразилиқиға қаримай токйодики уруш қурбанлири бузрукгаһини зиярәт қилғанлиқи түпәйлидин бикар қилған иди.

японийә ташқи ишлар минстирлиқи хадиминиң билдүрүшичә, японийә, хитай вә җәнубий корийә рәһбәрлири, шәрқий җәнуби асия дөләтлири иттипақиниң йиғинидин бурун 15 минут сөһбәт өткүзгән.

Униң ейтишичә, сөһбәт асаслиқи мәдәнийәт алмаштуруш мәсилилири үстидә болған. японийә ташқи ишлар министирлиқиниң хадими мухбирларға бәргән баянатида, японийә баш министириниң әмди хитай баш минстири вин җиябав билән сөһбәт елип бериши мумкин әмәс, чүнки униң вақти йоқ деди.

Бу арида, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лию, гәрчә хитай вә японийә рәһбәрлири сөһбәтләшкән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң һелиму японийә баш минстири койзуминиң ясукони бузрукгаһини зиярәт қилғанлиқиға болған наразилиқиниң давамлишиватқанлиқини билдүрди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.