Японийә ху җинтавниң шәртини "ақиланә" тәклип әмәс деди


2006.04.04

японийә һөкүмити хитай дөләт рәиси хуҗинтавниң әгәр японийә баш миниситири койзуми ясикони бузрукгаһини зиярәт қилишни тохтатса, японийә билән башлиқлар сөһбити өткүзүш тоғрисидики тәклипини рәт қилди. японийә ташқий ишлар министири таро асу ху җинтавниң тәклипини ақиланә әмәс вә бу бейҗиң һөкүмитиниң мәсилини музакирә қилиш нийити йоқлиқини көрситиду, дәп әскәртти. У, хитай тәрәпниң методи " бу йәрдики тосалғуни японийә тәрәптә қилип көрситиш" дәйду.

Хитай дөләт рәиси ху җинтав йеқинда японийилик миһманларға әгәр койзуми ясиконуни зиярәт қилшни тохтатса, униң билән башлиқлар сөһбити елип баридиғанлиқини билдүргән иди. Лекин "бу сөзләрдә худди җуңго - японийә оттурисидики музакирә қийинчилиқиға пүтүнләй японийә һөкүмити мәсул болуши керәклики чиқип туриду" дәп тәкитлигән таро асу, " әгәр сизниң мәсилини һәл қилиш нийитиңиз болмиса башқилар билән көрүшмәң,' дәйду.

Шу күни таро асу билән биргә японийә ички кабинтиниң икки министири ху җинтавниң сөзлирини тәнқид қилди. японийә иқтисад - сода министири тошихиро никай, " ясиконини зиярәт қилиш мәсилисини шәрқий деңизда тәбий газ қезиш, енергийә сәрпиятини кемәйтиш вә муһит мәсилиси қатарлиқлар билән четивалмаслиқ керәк " дәйду. японийә ички кабинт секритари шинзо абе, хитай билән " бизниң әркинлик вә кишилик һоқуқ мәсилисидики қаришимизда түпки охшимаслиқлар бар " деди.

Хитай рәһбәрлири койзуминиң ясукони бузрукгаһини зиярәт қилғанлиқини баһанә қилип японийә рәһбири билән көрүшүшни рәт қилип кәлмәктә. Икки дөләт 2001 - йилдин башлап таки һазирғичә рәсми башлиқлар сөһбити өткүзүп бақмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.