Вен җябавниң явропа иттипақидики зиярити ахирлашти
2004.12.10
явропа иттипақи вә голландийидики зияритини ахирлаштурған хитай баш министири вен җябав җүмә күни қайтип кәлгән. Вен җябав бу қетимқи явропа иттипақи сәпиридә, голландийә баш министири балканәнди, явропа иттипақи комитетиниң рәиси барассо, явропа иттипақиниң ташқий ишларға мәсул әмәлдари соланалар билән сөһбәт өткүзгән.
явропа иттипақи- хитай башлиқлар сөһбитидин кейин икки тәрәп икки қошма ахбарат елан қилди. Буниң бири "хитай - явропа иттипақи қирғинчилиқ характерлик қоралларни вә һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш қошма ахбарати" болуп, униңда икки тәрәпниң қирғинчилиқ характерлик қоралларни контрол қилиш җәһәттики истратегийилик шериклик мунасивити алға сүрүлгән.
Вен җябав, явропа иттипақидики зиярити җәрянида явропа иттипақиниң хитайға қойған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш, хитайниң базар игиликидики дөләт икәнликини етирап қилдуруш үчүн тиришқан. Бирақ явропа иттипақи хитайниң юқириқи икки тәлипигә қанаәтлинәрлик җаваб бәрмигән. Пәқәт қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш йолида давамлиқ тиришидиғанлиқини тәкитлигән. Голландийә башминистири балкәнәнди, имбаргониң явропа иттипадики 25 дөләтниң мақуллиқини алғанда бикар қилинидиғанлиқини илгири сүргән.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә баш министири шройдер хитайдики зияритини ахирлаштурди
- явропа бирлики хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилмайдиғанлиқини ейтти
- явропа иттипақи хитайға имбаргони бикар қилиш "сигнали" бериши мумкин
- Кишилик һоқуқ тәшкилати яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди
- Хитай явропа иттипақидин қорал - ярақ имбарогисини бикар қилишни тәләп қилди
- Хитай, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишини тәшәббус қилмақта
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Хитай һөкүмити яврупа парламентиниң қорал чәклимисини бикар қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Америка һөкүмитиниң хитай тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюш әрзини қубул қилғанлиқи, хитайниң наразилиқини қозғиди
- Германийә хитайға қаритилған имбаргуни бикар қилишқа қарши чиқти