Явропа иттипақи хитайни таварларниң бихәтәрликини тәкшүрүшни техиму чиңитишқа қистиди
2007.07.23
Дүшәнбә күни явропа иттипақи хитай тәрәптин , таварларниң, болупму балилар оюнчуқлириниң бихәтәрлик тәкшүрүш өткилини чиң тутушни вә хитай карханилириниң начар яки сахта таварларни көпләп експорт қелишиниң алдини алдиған чарә - тәдбирләрни күчәйтиш һәққидә көпрәк мәлумат билән тәминләшни тәләп қилди.
явропа иттипақи истемалчиларниң мәнпәәтини қоғдаш комитетиниң комиссари меглена кунева, өзиниң бейҗиң зиярити җәрянида хитай мәркизий сүпәт тәкшүрүш вә карантин башқуруш идарисиниң башлиқи ли чаңҗяң билән көрүшкәндә , юқириқи тәләплирини оттуриға қойған.
Учришиштин кейин меглена кунева мухбирларға: " илгириләш бар, әмма базар ислаһати вә базар назарәтчилики җәһәтләрдә қәдәмни тизлитиш зөрүрдур" деди.
2006- Йили бәк хәтәрлик дәп қаралған, хәтәрлик чақмақ, аҗиз бовақ һарвиси қатарлиқ 924 хил мәһсулат, норвегийә, исландийә қатарлиқ 27 явропа дөлитидә сетилған болуп, буларниң йеримидин көпрәки хитайда ишләнгән мәһсулатлар икән.
Меглена кунева йәнә: "мәһсулат бихәтәрлики җәһәттә биз әнсирәйдиған биринчи номурлуқ дөләт хитайдур" дәйду.
Америка қошма штатлири йемәк-ичмәк вә дора-дәрмәк башқуруш идариси бу йил апрелда, шималий америкида өлгән ит-мүшүкләрниң хитайдин киргүзүлгән йемәкликләрдин зәһәрлинип өлгәнликини байқиғандин кийин, америка вә башқа дөләтләрдә хитай маллириға зәрбә бериш ишлири башланған иди. Шуниңдин кийин, башқа нурғунлиған хитай мәһсулатлириниң зәһәрлик яки хәтәрлик икәнлики ашкариланған.
Әмма, хитай әмәлдарлири, хитай мәһсулатлириға нисбәтән агаһ болуш туйғусини чәтәл мәтбуатлиридин көрүп, чәтәл мәтбуатлирини әйиблигән иди.
Дүшәнбә күнидики учришишта чәтәл мәтбуатлири мәсилиси оттуриға қоюлған.(Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийиниң "мудапиә ақ ташлиқ китаби"да хитай һәрбий күчидин агаһ болуш тәкитләнди
- явропа парламенти вәкилләр өмики тибәттә зиярәттә болмақта
- Хитай дөләт рәиси хуҗинтав шивитсийә зияритини рәсми башлиди
- Санаәтләшкән 8 дөләт юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң йиғини германийидә ечилмақчи
- явропа иттипақи ташқи ишлар минстирлири хитай тәрәп вәкиллири билән айрим учрашти
- Әнгилийә ташқи ишлар министири хитай мәркизи партийә мәктипидә нутуқ сөзлиди
- FDA Әрмәк һайванларниң өлүми үстидә тәкшүрүш елип бармақта
- Шивитсийә ташқи ишлар министерликиниң 2006 - йиллиқ инсан һоқуқлири һәққидики доклати