Хитай зиялийлири һөкүмәттин хәлқаралиқ әһдинамини тәстиқлашни тәләп қилди
2008.01.01
Йеңи йилниң биринчи күни хитайниң һәр қайси алий мәктәплиридики он төт миңдин артуқ профессор, адвокат қатарлиқ зиялийлар, хитай һөкүмитигә очуқ хәт йоллап, бейҗиң олимпики өткүзүштин бурун, хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати пуқралар һоқуқи вә сиясий һәқлири әһдинамисини тәстиқлашни тәләп қилди.
Америка авази радиосиниң сәйшәнбә бу һәқтә бәргән хәвиридә әскәртишичә, гәрчә хитай һөкүмити буниңдин он йил бурун йәни 1998 - йили пуқраларниң һоқуқи вә сиясий һоқуқ - һәқлири хәлқаралиқ әһдинамисигә имза атқан болсиму, әмма мәзкүр келишимнаминиң бир маддисиму һазирға қәдәр хитай хәлқ қурултийи тәрипидин тәстиқланмиған.
Хитай пуқралириниң бу қетим хитай һөкүмитигә язған очуқ хетидә олимпик өткүзүшниң әһмийити дуняға алтун медални намайән қилишла әмәс, бәлки муһими инсан һәқлиригә һөрмәт қилиш һәм қоғдашқа вәдә бериш һәм уни иҗра қилишқа җүрәт қилиштур " дәп йезилған.
Хәвәрдә хитай һөкүмитигә йезилған мәзкур очуқ хәткә имза атқучи профессорларниң бири шя йелаңниң ейтқанлиридин нәқил елинишичә, хитайда ислаһат башланған оттуз йилдин буян хәлқниң мадди турмуш сәвийисидә һәқиқәтән йүксилишләр болуватқан болсиму,йәни хәлқ мәлум нисбәттә иқтисади әркинликкә еришкән болсиму, әмма сиясий һәм қануний системиниң мукәммәл болмиғанлиқи сәвәблик, пуқраларниң һоқоқи һәм сиясий һәқлириниң һәқиқий капаләтләндүрүлүши мумкин болмай кәлмәктә.
Анализчиларниң қаришичә, хитайниң мәзкур хәлқаралиқ әһдинамини 10йилдин буян тәстиқлимаслиқидики сәвәб, әһдинамида әдлийә мустәқил болуш,пуқраларниң пикир әркинлики, диний әркинликигә һөрмәт қилиш қатарлиқ асаслиқ маддиларға хитайниң һазирқи сияситидә капаләтлик қилиши мумкин әмәсликидиндур. Әмма хитайниң бу әһдинамини тәстиқлиши вақит мәсилиси дәп қариғучиларму бар. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда наразилиқ һәрикәтлири күндин - күнгә күчәймәктә
- Хитай даирилири дуңҗу кәнтигә сақчи қисимлирини йөткәп келип пуқраларни агаһландурди
- Нәнкәй университетида оқуғучилар топилиңи йүз бәрди
- Бейҗиң даирилири, хитай зиялилириниң йиғилишиға рухсәт бәрмиди
- Бейҗиң сақчилири әркин қәләмкәшләр җәмийитиниң йиғилишини баситуруши мумкин
- Хитай сақчилири намайишчиларға яш ақтуруш бомбиси атти
- Хитайда һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири изчил түрдә йүз бәрмәктә
- Хитай "қанун тәшвиқат күни" һарписида намайишчиларниң наразилиқиға дуч кәлди
- Хитайниң әнхуй өлкисидә һәрбий академийә оқуғучилири исян көтәрди
- Гуаңши яңшу наһийисидики амма һөкүмәт вә сақчилар билән тоқунушти