Хитай һөкүмитиниң тибәттики бастурушиға қарши наразилиқ күчәймәктә


2008.03.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Дунядики һәр қайси дөләт рәһбәрлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә атақлиқ тәнһәрикәтчиләрниң, хитай һөкүмитиниң тибәттә елип бериватқан сияситигә қаратқан тәнқидлири күчәймәктә.

Франсийә ташқи ишлар министири бәрнард кочнәр, сәйшәнбә күни яврупа радиосиға бәргән баянатида, хитай һөкүмитиниң тибәттики бастуруш һәрикитини " қобул қилғили болмайдиған бир һәрикәт " дәп көрсәтти. Дүшәнбә күни, франсийә президенти николас саркози хитай дөләт рәиси ху җинтав ға хәт йезип, уни тибәт мәсилисигә сәвричанлиқ билән муамилә қилишқа чақирған иди.

Франсийидә елип берилған бир рай синашниң нәтиҗисигә қариғанда, франсийә хәлқиниң көпчилики, франсийә президентиниң 2008‏ - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ичилиш мурасимиға қатнишишиға қарши икән.

Бу арида, америка президенти җорҗ бушниң алаһидә вәкили вә америка миллий бихәтәрлик кеңишиниң муавин рәис җемз җәфри, өткән һәптә ахири, вашингтонда турушлуқ хитай баш әлчиси җу вәнҗуң билән учришип, униңға америка һөкүмитиниң тибәттики бастуруш һәрикитидин қаттиқ әндишилиниватқанлиқини билдүргән. У шундақла хитай һөкүмитини, тибәт мәсилисини биртәрәп қилиш үчүн далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирған.

Дүшәнбә күни америка ташқи ишлар министири кандилиза райис, тибәт мәсилисини һәл қилишиниң бирдин бир йолиниң далай лама билән сөһбәткә өлтүрүш икәнликини тәкитләп, хитай һөкүмитидин далай лама билән сөһбәт өткүзүшини тәләп қилған.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити тибәттики наразилиқ һәрикәтлиридин кейин, башланған бастуруш һәрикитини давамлаштуруватқан болуп, хитай мәтбуати сәйшәнбә күни, 10 ‏ - март күни тибәтниң пайтәхти лхаса шәһиридә башланған вә кейин пүтүн тибәт һәтта тибәт җамаити бир қәдәр зич җайлашқан хитайниң чиңхәй вә сичүән өлкилиригичә тарқалған наразилиқ һәрикитигә йетәкчилик қилған 13 кишиниң қолға елинғанлиқини билдүрди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.