Бәзи явропа дөләтлири бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимини байқут қилидиғанлиқини җакарлиди


2008.03.28

28 - Март җүмә күни явропа парламентиға әза дөләтләрниң министирлири словенийидә бу йиллиқ бейҗиң олимпикини байқут қилиш мәсилисидә муһакимә елип бериш үчүн икки күнлүк сөһбәтни башлиған болуп, франсийә агентлиқида көрситилишичә, олимпикни байқут қилиш мәсилисидә министирларниң мәйдани һәр хил болған.

Мәлум болушичә, мәзкур сөһбәт җәрянида әза дөләтләрниң һечқайси бу йиллиқ бейҗиң олимпикини пүтүнләй байқут қилиш керәкликини оттуриға қоймиған болсиму, әмма явропа иттипақидики көпинчә дөләтләр хитай йеқиндин буян тибәттә елип бериватқан бастуруш һәрикәтлирини очуқ ‏ - ашкара әйиблигән.

Хәвәрдә ашкарилинишичә, гәрчә явропа иттипақиға әза дөләтләрниң бәзилири олимпик ечилиш мурасимиға қатнашмаслиқниң тибәт мәсилиси билән мунасивәтсиз икәнликини көрсәткән болсиму, әмма йәнә бәзи иттипақдаш дөләтләрниң бу йил 8 - авғустта хитайда өткүзидиған 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикниң ечилиш мурасимини тибәт мәсилиси түпәйли байқут қилиш мумкинчилики йәнила юқири икән.

Хәвәрдә нәқил қилинишчә, германийә ташқи ишлар министири франк валкер стейнмйер өзиниң һәмдә баш министири ангела меркел ханимниң һәмдә германийә тәнтәрбийә министири волфгаң шавблениңму бу йиллиқ бейҗиң олимпикигә қатнашмайдиғанлиқини, әмма буниң тибәт мәсилиси алақидар әмәсликини билдүргән.

Униңдин башқа,шәрқи явропа әллиридин чех президенти ваклав лавс, естонийә президенти томас һәндрик илвәс, полша баш министири донал туск қатарлиқларниң һәммиси бу йиллиқ бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимини байқут қилидиғанлиқини җакарлиған.

Әмма әнгилийә баш министири гордон бровн олимпикни байқут қилмайдиғанлиқини уқтурған болса, франсийә президенти николас саркозй олимпикни байқут қилиш мәсилисидә ениқ мәйданини ипадилимигән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.