Хоңкоң демократийә рәһбири ли җумиң хәлқара җәмийәтни олимпик мәзгилидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди


2007.10.26

Хоңкоң демократийә партийисиниң қурғучиси ли җумиң, алдинқи күни хәлқара җәмийәтниң хитайға бесип ишлитип, бейҗиң олимпик йиғини мәзгилидә хитай кишилик һоқуқи хатириси, ахбарат әркинлики, йиғилиш вә диний әркинлик әһвалини өзгәртишкә қисташни йәнә бир қетим тәләп қилди.

Ли җумиң йеқинда америка Wall Street Journal гезитидә мақалә елан қилип, президент бушниң бейҗиң олимпик йиғиниға бир тамашибин сүпитидә қатнишипла қоймай, "кәлгүси 10 ай ичидә хитайға асасий кишилик һоқуқ хатириси, ахбарат, йиғилиш вә диний әркинликниң көрүнәрлик дәриҗисидә яхшилиниши үчүн бесим ишлитиши "ни тәкитлигән иди.

Мақалидә ли җумиң, " бир тәрәптин алтун медалға еришип, йәнә бир тәрәптин демократийә, кишилик һоқуқ вә қанунниң ролидин мәһрум қалса, бу дөлитимизни қандақму мәнпәәтдар қилған болиду ? " дәп язған. Лекин ли җумиңниң баянати җүмә күни хоңкоңдики бейҗиңпәрәс күчләрниң һуҗумиға учрап, ли җумиң бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш, чәтәлликләрни җуңгониң ички ишлириға арилишишқа чақирди, дәп әйибләнди.

Пәйшәнбә күни бир гуруппа кишиләр хоңкоң парламентиниң алдида ли җумиңға қарши йиғилиш өткүзгән. Лекин ли җумиң җүмә күни бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилишқа чақирғанлиқини рәт қилип, "президент буштин ху җинтав билән көрүшкәндә хитай кишилик һоқуқи хатирисини өзгәртишкә үндәшни тәләп қилишниң немә яманлиқи бар ? " дәп сориди. Хоңкоң демократик партийиси җүмә баянат елан қилип,"хоңкоңдики бейҗиңпәрәс сиясәтчиләр парламент сайлимиға йеқин қалған мәзгилдә милләтчилик вә вәтәнпәрвәрлик қизғинлиқи қозғап, сайлам белитини ашурмақчи болуватиду " дәп тәнқидлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.