Хитай дөләт рәиси хуҗинтав шивитсийә зияритини рәсми башлиди
2007.06.09
Хитай дөләт рәиси хуҗинтав шәнбә күни шивитсийигә қаратқан зияритини рәсми башлиди. Бу хуҗинтавниң шивитисйини тунҗи қетим зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
Шивитсийә падишаһи карил густу, шәнбә күни хуҗинтавни дағдуғулуқ мурасим билән қарши алди. Шивитсийә баш министири фиридрик райин филд вә ташқи ишлар министири карл белд хитай дөләт рәиси билән елип берилидиған сөһбәтләрдә кишилик һоқуқ мәсилсини оттуриға қойидиғанлиқини тәкитлиди.
Шәнбә күни шивитсийиниң баш минстир ярдәмчиси вәм авд олофсон хитай сода вә тиҗарәт министири бо хиләй билән өткүзүдиған сөһбитидә кишилик һоқуқ мәсилсини оттуриға қойидиғанлиқини алаһидә әскәртти.
Хитай дөләт рәиси хуҗинтав шивитсийә падишаһи карл густу билән падишаһ сарийида сөһбәтлишиватқан мәзгилдә, сарайдин анчила узақ болмиған куңстрид пағчисида фалоң гоң муртлири хуҗинтавниң зияритигә қарши наразилиқ намайиши өткүзди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири готубәргә шәһиридә хитайдики өлүм җазасиға қарши наразилиқ намайиш тәшкилләшкә тәйярланмақта.(Өмәр қанат)