Хитай билән америка ядро қораллар мәсилисидә ихтилабларни һәл қилишқа қарап йүзләнди
Америкида чиқидиған " вол ситирит жорнили" гезитиниң чаршәнбә күни ашкарилишичә, хитай билән америка ядро қораллар содисидики ихтилабларни һәл қилишқа қарап йүзләнди. Бу америка ширкәтлириниң хитайға ядро реаксийә қазинини сетип беришигә йол ечип беридикән.
Мәзкүр гезитниң америка дөләт мудапиә министирликидики бир әмәлдарниң сөзини нәқил кәлтүришичә, нөвәттә хитайға ядро қоралларни сетип беришни чәкләйдиған бәлгилимиләр вә тосақлар бикар қилинған. Америка билән хитай бу һәқтә килишим һасил қилип, ихтилабларни һәл қилишқа һазирланған.
Америка билән хитай 1985 - йили, ядро енергийә саһәсидә һәмкарлишиш һәққидә килишим һасил қилған . Бирақ вашингтон хитайниң еран вә пакситанларға ядро қорал техникилирини сетип беришидин әндишә қилип, бейҗиң билән ядро техника содиси қилишни чәкләп киливатқан иди.
" Вол ситирит гезити" ниң америка " вәст хавуст иликтир ширкити" баянатчисиниң сөзини нәқил кәлтүришичә, әгәр америка һөкүмити хитай билән килишим һасил қилип, хитайға ядро қорал сетишқа рохсәт қилса, улар хитайдики атом реаксийә қазини ясаш программисиға қатнишидикән. (Арзу)