Чигрисиз мухбирлар тәшкилати Yahoo ширкитини җоңгода ахбарат контрол қилишни йолға қоймақта, дәп әйиплиди


2006.06.17

Чигрисиз мухбирлар тәшкилати америкиниң Yahoo интернәт ширкитини җоңгода ахбарат контрол қилишни әң җидди йолға қоюватқан ширкәт, дәп әйиплиди.

Чигрисиз мухбирлар тәшкилатиниң пәйшәнбә күни әскәртишичә, мәзкур тәшкилат Google,Yahoo, Microsoft вә Baidu интернәт ширкитиниң хитайчә тор бәтлирини издәш понкити үстидин синақ елип барған. Синақ җәрянида юқири ширкәтләрниң издәш понкитлирини ишлитип, хитайда тарқитилидиған тор бәтләрдин " әркинлик," " тибәт мустәқиллиқи," " кишилик һоқуқ," вә 4 - июн," қатарлиқ сияси түс алған 10 назук сөзни издигән.

Чигрисиз мухбирлар тәшкилатиниң әскәртишичә, синақ нәтиҗисидин қариғанда Yahoo издәш понкитиниң сияси җәһәттә назук сөзлүкләрни сүзүвелиш нисбити әң юқири болуп, һәтта бу җәһәттә Yahoo хитайниң Baidu издәш понкитидинму юқири турудикән.

Чигрисиз мухбирлар тәшкилати өткән йили Yahoo ширкити хитай даирилирини торға киргүчиләрниң шәхси учури билән тәминлимәктә вә бу охшимиған көз қараштики бәзи кишиләрниң қолға елинишиға сәвәбчи болмақта, дәп әйиплигән иди.

Чигрисиз мухбирлар тәшкилати Yahoo ширкитини учур әркинликигә қилчиму һөрмәт қилмиған вә хитай даирилири билән сестимилиқ түрдә һәмкарлашмақта, дәйду. Yahoo Ширкити һазирғичә чигрисиз мухбирлар тәшкилатиниң әйиплишигә инкас қайтуруп бақмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.