Америка федерал соти яху интернет ширкити үстидин испат йиғини ачмақчи
2007.10.30
Америкиниң шималий калифорнийә шитати оклан шәһиридики америка федерал соти 11 - айниң 1- күни яху интернет ширкитиниң хитайни учур билән тәминләш делоси һәққидә мәхсус испат бериш йиғини ачмақчи.
Мәзкүр испат аңлаш йиғинида, америка дуня инсан һәқлири вәкили ваң шавниң қатарлиқларниң яху ширкитиниң хитай даирилирини ши тав, ваң шавниң қатарлиқ тор абонтлириниң шәхси материяли билән тәминлигәнлики мәсилиси үстидин сунған әрзи һәққидә испат бериду. яху ширкити илгири хитайни яху интернет абонтлири болған ваң шавниң вә ши тавларниң шәхси материяли билән тәминлигән болуп, яху тәминлигән учурға асасән хитай даирилири 2003- йили ваң шавниңни 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. Ши тав 2004 - йили қолға елинип 2005 - йили 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Бу йил иккинчи айда яху ширкити федерал сотида испат берип " ширкитимиз хитайниң қанунини һөрмәт қилғанлиқи үчүнла уларни материял билән тәминлигән, әмма һөкүмәтниң бу шәхси материялларни немә үчүн ишлитидиғанлиқидин хәвиримиз йоқ " дәп билдүргән. Һәмдә, 8 - айда әрзни бикар қилиш тәлипини қойған. Буниңға " ши тав қатарлиқларни түрмигә солиған яху ширкити әмәс хитай һөкүмити, федерал сотиниң хитай һөкүмитини сотқа тартиш һоқоқи йоқ " дәп баһанә көрсәткән.
Әрз сунғучи тәрәпниң адвокатиниң америка авази радиоси мухбириға билдүрүшичә, яху интернет ширкитиниң учур билән тәминлиши арқисида илгири - ахири болуп төт киши хитайниң зиянкәшликигә учриған.
Федерал сотиниң испат бериш йиғинида яху ширкити хитай һөкүмәт органлири билән болған алақиси һәққидә материял тапшуриду, буниңдин башқа йәнә, америка дөләт мәҗлиси дипломатийә комитети һәйәт әзалири 11 - айниң 6 - күни яху ширкитиниң хитайни учур билән тәминләш мәсилиси һәққидә тапшурған материяллири үстидин тәкшүрүш елип бариду. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистанда кәң көләмлик намайиш болди
- Хоңкоң демократийә рәһбири ли җумиң хәлқара җәмийәтни олимпик мәзгилидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Америка дөләт мәҗлисиниң ташқи ишлар комитети"йәршари интернет әркинлик қануни" мақуллиди
- яху ширкити дөләт мәҗлисигә ялған ейтқанлиқи үчүн әйибләнди
- Хитай, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң мустәқиллиқни тәстиқлиғучи қарарнамисини қаттиқ тәнқидлиди
- Бермидики намайиш дағдуғулуқ давамлашмақта
- Хитай америкиниң диний әркинлик доклатидики баянларни рәт қилди
- Президент буш, хитайни техиму көп әркинликкә дәвәт қилди
- Америка диний әркинлик комитети хитайни әйиблиди