Яху интернет ширкити америка авам палатасида кәчүрүм сориди


2007.11.06

Сәйшәнбә күни америка авам палатаси ташқи ишлар министирлиқида яху интернет ширкитиниң хитай һөкүмитини абонтларниң шәхси учурлири билән тәминлигәнлик мәсилиси һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини ечилди.

Гуваһлиқ бериш йиғинида америка кеңәш палатаси ташқи ишлар комитети рәиси там лантос, яху ширкитиниң испатлириниң йетәрлик әмәсликини көрситиштин башқа, немә үчүн хитай һөкүмитини учур билән тәминлигәнлики һәққидики баһанилирини пүтүнләй рәт қилип " яху ширкитиниң бу қилмиши интайин еғир мәсулийәтсизлик һәм чоң ялғанчилиқ " дәп әйиблиди.

яхо ширкити баш иҗраийә әмәлдари җерй яң, ширкәтниң мәзкүр мәсилә һәққидә испатлиқ материялларни америка авам палатасиға сунуп болғандин кейинла андин мәсилиниң әсли маһийитини тонуп йәткәнлики,агаһландурушқа сәл қариғанлиқ үчүнла өз ара чүшәнмәслик келип чиққанлиқини билдүрүп, буниң үчүн америка авам палатаси һәмдә яху ширкитиниң учур билән тәминлигәнлики үчүн қолға елинғанлардин чоңқур кәчүрүм сориған.

яху ширкити илгири хитайни яху интернет абонтлири болған ваң шавниң вә ши тавларниң шәхси материяли билән тәминлигән болуп, яху тәминлигән учурға асасән хитай даирилири2003 - йили ваң шавниңни 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. Ши тав 2004 ‏- йили қолға елинип 2005 - йили 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Буниң алдида америка федерал сотида 11 ‏- айниң -1 күни яху интернет ширкитиниң хитайни учур билән тәминләш делоси һәққидә ечилған мәхсус испат бериш йиғинида яху ширкитиниң хитай даирилирини ши тав, ваң шавниң қатарлиқ тор абонтлириниң шәхси материяли билән тәминлигәнлики мәсилиси һәққидә испат берип " ширкитимиз хитайниң қанунини һөрмәт қилғанлиқи үчүнла уларни материял билән тәминлигән, әмма һөкүмәтниң бу шәхси материялларни немә үчүн ишлитидиғанлиқидин хәвиримиз йоқ " дәп билдүргән иди.

Мәлум болушичә, яху интернет ширкитиниң учур билән тәминлиши арқисида илгири ‏- ахири болуп төт киши хитайниң зиянкәшликигә учриған. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.