Америка палата әзалири хитай һөкүмитини яң җийәнлини қоюп беришкә чақирди
2004.10.07
Америкидики кеңәш вә авам палатасидин болған йүздин артуқ палата әзалири хитай дөләт рәиси хуҗинтавдин америкидин хитайға барған өктичи паалийәтчи яң җийәнлини қоюп беришни тәләп қилди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка дөләт мәҗлиси әзалири чаршәнбә күни хитайниң америкида турушлуқ әлчиханисиға мәктүб сунуп, юқириқи тәләпни оттуриға қойған.
яң җийәнли 2002 - йили 4 - айда чиградин қанунсиз кириш вә җасуслуқ җинайити билән қолға елинип, бу йил 5 - айда бәш йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. У әйни вақитта америкидин достиниң паспорти билән хитайға барған болуп, әслий хитайдики ишчилар намайишини көзитишни мәқсәт қилған.
Америка вә кишилик һоқоқ тәшкилатлири хитай һөкүмитидин яң җийәнлини қоюп беришни изчил тәләп қилип кәлмәктә. яң җийәнлидин сирт, америка дөләт мәҗлиси әзалири вә америкиниң алақидар даирилири уйғур тиҗарәтчиси рабийә қадир мәсилисини хитай һөкүмитигә көп қетим оттуриға қойған, һәтта кишилик һоқоқ сөһбәтлиридә рабийә қадирни шәртсиз қоюп беришни тәләп қилған иди.(Арзу)