Японийә хитайниң мөлчәрдики дүшмән икәнликини ейтти


2004.11.10

японийә дөләт мудапиә министирликиниң бир нәпәр әмәлдари 8 - ноябир күни " бир партийә һөкүмранлиқ қилиш сияситидин ваз кәчмигән хитай һөкүмити кәлгүсидә асиядики әң чоң һәрбий күчкә айлинип, һәтта японийигиму һуҗум қилиши мумкин" дәп билдүрди.

японийә ортақ ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийә һәрбий ишлар пилан комитетиниң әзалири 9- айда тәйярлиған японийә мудапиә стратегийә доклатида, хитайниң 3 хил әһвалда японийигә һуҗум қилиши мумкинликини оттуриға қойған.

Улар болса, биринчидин, хитай билән тәйвән оттурисида уруш партлиса, хитай америкиниң японийидә турушлуқ армийисиниң тәйвәнгә ярдәм беришигә тақабил туруш үчүн японийиниң бәзи районлириға һуҗум қилиши мумкин. Иккинчидин, хитай билән японийә оттурисида йәр-земин маҗираси барғансери күчийиватиду, бейҗиң секкако тақим араллирини игиливалмақчи. Үчинчидин, хитай һәрбий йол билән шәрқий деңиздики мәнпәәтини сақлимақчи.

Мәзкур доклатта йәнә, японийә һөкүмитиниң хитайда көриливатқан нурғун йүзлинишләргә йеқиндин әһмийәт беришини, мәсилән, хитайниң тохтимастин һәрбий хираҗитини ашуруш вә шәрқий деңиздики талаш-тартиш қилиниватқан районларда нефит қидиришқа охшаш паалийәтлиригә диққәт қилишини тәләп қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.