Японийә хитай су асти парахотиниң җасуслуқ һәрикити мунасивити билән бейҗиңға наразилиқ билдүрди
2004.11.12
японийә хитай ядру су асти парахотиниң японийә деңиз тәвәликидә үсүп киргәнлики мунасивити билән бейҗиң һөкүмитиниң юқири дәриҗилик бир дипломатик әмәлдариға наразилиқ билдүрди. японийә һөкүмити, су асти парахотниң типи вә алаһидиликигә асасән парахотниң хитайға тәвә икәнликини илгири сүргән.
ядру су асти парахоти, хитай билән японийә оттурисида игилик һоқуқи талаш тартиштики сенкаку тақим арилиниң җәнубийға тоғра келидиған сакишама тақим аралири әтрапида байқалған. Хәвәрләргә қариғанда японийә деңиз қоғдаш әтрити, тик учар вә развитка айрупиланлирини чиқирип, су асти парахотниң изиға чүшкән. японийә ташқи ишлар министири нобутака мачимуру, хитайниң японийә әлчиханисидики даириләр билән көрүшүп, қаттиқ наразилиқ билдүргән, шундақла японийидин әпу сорашни тәләп қилип, бундақ вәқәниң қайта йүз бәрмәйдиғанлиқи һәққидә капаләт беришни тәләп қилған.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи вәқәдин хәвәрсиз икәнликини билдүрди. Ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө, " су асти парахотиниң җоңго парахотиму-әмәсму буни билмәймән, шундақла бу һәқтә учур билән тәминләшму имкансиз" дәп көрсәткән. японийә баш министири куйзуми, вәқәдин әпсусланғанлиқини билдүргән. Йеқинда японийә мудапиә назарити доклат елан қилип, хитай зимин, тәбий байлиқ вә тәйвән мәсилиси түпәйлидин японийигә һуҗум қилиши мүмкин, дигән пикирни оттуриға қойған. Бу бейҗиң һөкүмитини ғәзипини қозғиған иди. (Әркин)