Японийә баш министири шинзо абе вәзиписидин истипа бәрди
2007.09.12
японийидә баш министир болуп вәзипә өтәватқан вақти техи бир йилға йәтмигән шинзо абе әпәнди бүгүн 9 - айниң 12 - күни вәзипидин истипа бәргәнликини җакарлиди. Шундақла у японийидики буржуазийә хәлқпәрвәрләр партийисидин өзиниң орниға дәрһал башқа баш минстир тәйинләшни тәләп қилди.
'Франсийә агентлиқи' ниң баян қилишичә, 52 яшлиқ японийә баш министири шинзо абе вәзипә өтәватқан вақти бир йилға йәтмигән вақит ичидә, дөләт ичидә йүз бәргән пул -муамилә сәтчилики, җәмийәттә сиясий қалаймиқанчилиқ чиқиши мумкинлики вә бу сәвәбтин өзиниң партийиси буниңдин кейин хәлқниң ишәнчисигә игә болалмаслиқи мумкинликини һес қилғанлиқи үчүн дәрһал вәзиписидин истипа бәргән.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити буниңға инкас қайтуруп, бу пәқәт японийиниң ички иши, әмма хитай билән японийә оттурисида йеқинда яхшиланған вәзийәтни давамлиқ сақлап қелиш лазимлиқини тәкитлигән.
Шинзо абе болса вәзиписидин истипа бериш алдида, японийә һөкүмитиниң давамлиқ түрдә террорчилиққа қарши турушта чиң туруп, японийә һәрбий қисимлириниң афғанистанда турушлуқ америка қошунлириға деңиздин ярдәм беришигә изчил капаләтлик қилишни тәләп қилған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә : хитай һәрбий селинма җәһәттә техиму очуқ- ашкара болуши керәк
- японийиниң "мудапиә ақ ташлиқ китаби"да хитай һәрбий күчидин агаһ болуш тәкитләнди
- Америка ташқи мунасивәт паалийитини күчәйтишни пиланлимақта
- Хитай һөкүмити уйғур елидә екологийилик тәкшүрүш елип бериватқан 4 нәпәр японийә алимиға җәриманә қойди
- японийә дөләт мәҗлиси әзалиридин 160 қа йеқин киши ясукуни бузрукгаһини тавап қилди
- Америка, ливандики чәтәл ишғалийитини ахирлаштуруш вақти кәлди, деди
- Койзуми билән ху җиңтав а т и һ т ниң башлиқлар йиғини җәрянида үчрушиду
- Русийә президенти путин, русийә японийә билән тинчлиқ сөһбитигә тәйяр деди
- Хитай су асти парахутниң япунийә деңиз тәвәликигә үсүп кириш вәқәсини тәкшүриватқанлиқини билдүрди