Русийә президенти путин, русийә японийә билән тинчлиқ сөһбитигә тәйяр деди


2004.11.15

Дүшәнбә күни русийә президенти владимир путин русийә һөкүмити японийә билән тинчлиқ сөһбитини қайтидин башлашқа тәйяр диди. Русийә билән японийә оттурисда һазирғичә бир тинчлиқ келишими имзаланмиғанлиқи үчүн, икки дөләт арисида иккинчи дуня уруши дәвридин қалған уруш һалити техичә давамлишиватиду.

Лекин, франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, русийә президенти баянатида, японийә билән русийә оттурисида нәччә он йилдин буян давамлишип келиватқан территорийә ихтилаплириниң қандақ бир тәрәп қилиниши керәклики тоғрисида һечқандақ конкрет тәклип оттуриға қоймиған.

Президент путин, йәкшәнбә күни русийә ташқи ишлар министири серги лавроф тәрипидин японийә билән тинчлиқ сөһбитини қайтидин башлаш тоғрисида оттуриға қоюлған тәклипни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

японийә ташқи ишлар министирлики болса, русийә президентиниң баянати һәққидә бирнемә дейиштин өзини қачурди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, президент путинниң японийә билән болған мунасивәтләр тоғрисидики баянати һәм японийә-русийә рәһбәрлири оттурисида муһим учришишлар йүз бериш алдида турған бир пәйиттә һәмдә японийә русийиниң нефитини асия дөләтлиригә йөткәш үчүн пиланланған нефит турубиси мәслисидә хитай билән қаттиқ риқабәтлишиватқан бир вақтта оттуриға чиққан.

Хәвәрдә ейтилишичә, русийә президенти путин келәр йили японийә билән русийә падшаһлиқи арисида тунҗи келишим имзаланғанлиқиниң 150 йиллиқини хатириләш мурасимиға қатнишиш үчүн японийини зиярәт қилидикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.