Японийиниң "мудапиә ақ ташлиқ китаби"да хитай һәрбий күчидин агаһ болуш тәкитләнди


2007.07.06

японийә җүмә күни"мудапиә ақ ташлиқ китаби" елан қилип, хитай һәрбий күчиниң уруш қилиш иқтидари күчийиватқанлиқидин агаһ болушни тәкитлиди. японийә ички кабинети җүмә күни мәзкур доклатни тәстиқлиған. Бу японийә қоғдиниш назаритиниң дәриҗиси министирлиққа өстүрүлгәндин кейин елан қилған тунҗи һөҗҗәт болуп һесаблиниду.

Доклатта,хитай деңиз вә һава армийә қисимлириниң алдинқи сәптики орунлаштуруш әһвали шундақла башқурулидиған бомба иқтидариниң күчийишидин агаһ болуш әскәртилди. Кйото агентлиқиниң әскәртишичә, доклатта "хитай йирақ деңизда уруш қилиш, техиму йирақ җайларда һава уруши елип бериш иқтидарини йетилдүрүшкә тиришмақта.

Бу хитай һәрбий тәрәққиятиниң тәйвән боғузида йүз беридиған тоқунушқа тақабил туруш күчидин зор дәриҗидә һалқип кәткәнлик талаш - тартишини қозғаватиду" дейилгән. Доклатта йәнә, хитай һәрбий күчи вә һәрбий селинмисиниң очуқ - ашкара болуши тәләп қилинди.

Доклатта әскәртишичә, тәйвән боғузиниң икки қирғиқидики һәрбий күчләр тәңпуңлуқи, "хитай чоң қуруқлуқиниң пайдисиға қарап өзгәрмәктә". Доклатта йәнә, хитайниң деңиз окянлардики һәрбий паалийити вә хитай деңиз армийисиниң японийә деңизи әтрапидики һәрикити диққәт қозғаватқанлиқини тәкитлигән.

японийиниң һәр йилқи һәрбий селинмиси 42 милярд доллар әтрапида болуп, бу хитайниң ашкара елан қилған бу йилқи һәрбий селинмиси билән асасән тәңлишиду. Лекин бәзи көзәткүчиләр, хитайниң әмәлийәттики һәрбий селинмиси улар ашкара елан қилғандин 2-3 һәссә көп икәнликини пәрәз қилишмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.